Зәбур 113:1—9

113  Һаллелу Йәһ! Йәһваниң Қуллири Уни махтаңлар, Йәһваниң исмини мәдһийиләңлар!   Тәңри Йәһваниң исмини һазир Һәм мәңгүгә шәрәпләңлар.   Күн чиқиштин күн петишқичә Йәһва Пәрвәрдигарниң исмиға апирин ейтсун!   Йәһва һәммә хәлиқләр үстидин Егиз туриду, Униң шан-шөһрити Әрш-асманлардинму ашиду.   Ким бизниң Яратқучимиз Йәһвадәк Әрштә яшайду һәм тәхттә олтириду?   У асман билән йәрдә йүз бериватқан Әһвални көрүш үчүн иңишиду,   Аҗизни топа-чаңдин көтирип, Намратни әхләттин чиқириду.   Уни мәшһурлар билән олтарғузуп, Хәлқиниң бәглиригә тәңләштуриду.   У туғмасни бәхитлик аялға айландуруп, Уни көплигән балиларниң хурсән Аниси қилиду. Йәһни мәдһийиләңлар!

Изаһәтләр