Зәбур 114:1—8
114 Исраил өйи Мисирдин чиққанда,
Яқуп чәтәллик хәлиқтин кетип,
2 Йәһуда Худаниң муқәддәс җайи,
Исраил Униң егилиги болди.
3 Деңиз буни көрүп, қачти,
Йордан болса, әксигә қайтти.
4 Тағлар қойлардәк сәкришип,
Дөңләр қозилардәк қачти.
5 Немә үчүн, сән деңиз, қачтиң?
Немишкә, Йордан, әксиңгә қайттиң?
6 Тағлар, силәр немә үчүн қойлардәк
Сәкридиңлар вә, дөңләр, қозилардәк?
7 Пәрвәрдигар йүз алдида йәр титрә,
Яқупниң Худасиниң һозурида!
8 У ғарташни көл сүйигә айландурди
Вә ташни — сулар мәнбәсигә.