Зәбур 115:1—18

115  Бизгә әмәс, Йәһва, бизгә әмәс, Амма-лекин Өзәңниң исмиңға Шан-шөһрәт беғишла, чүнки Сән Һәқиқитиң түпәйли тәңдашсиз вапа Меһир-муһәббәтниң Егисидур.   Немә үчүн хәлиқләр: «Уларниң Худайи Қәйәрдикән?»— дейиши керәк?   Бизниң Худайимиз асманларда вә Халиғининиң барлиғини қилиду.   Бутпәрәсләрниң худалири — адәм балисиниң әсәрлиридур, күмүч билән алтундин ясалғандур.   Уларниң ағзи бар, лекин улар сөзлимәйду, Уларниң көзлири бар, лекин улар көрмәйду.   Уларниң қулақлири бар, лекин улар аңлимайду, Уларниң бурунлири бар лекин улар пуримайду.   Уларниң қоллири бар, амма улар сәзмәйду, Уларниң путлири бар, амма улар маңмайду Вә гекитиги билән аваз чиқармайду.   Уларға охшап, уларни қилидиғанлар һәм уларға Иишәнгәнләр дәл шундақ болуп кетиду!   Исраилниң өйи, Йәһваға таянғин! У саңа һәм ярдәм, һәм қалқандур.  10  Һарунниң өйи, Йәһваға ишәнгин! У саңа һәм Ярдәмчи, һәм Қалқандур.  11  Йәһвадин қорқудиғанлар, Йәһваға Үмүт бағлаңлар! У ярдәм һәм қалқан.  12  Йәһва бизни унтумайду, У бизни Бәрикәтләватиду. У Исраил әвладини Вә Һарунниң әвладини бәрикәтләватиду.  13  У Йәһвадин әйминидиған һәммәйлән Бүйүк вә әрзимәсләрни бәрикәтләйду.  14  Йәһва Тәңри силәрни көпәйтип, Һәм силәргә, һәм оғуллириңларға Җимики яхшилиқларни яғдуриду.  15  Йәр билән асман Иҗаткари Йәһва Билән нәқәдәр силәр илтипатлиқ!  16  Бар асманлар Йәһваға тәәллуқ, Йәр-зимиңни У инсанларға бәрди.  17  Өлгәнләр Йәһни мәдһийилимәйду Вә гөргә чүшкәнләр Сени махтимайду.  18  Амма биз, тирикләр, Йәһни мубарәкләймиз. Һазирдин башлап, мәңгүлүктә Йәһни мәдһийиләңлар!

Изаһәтләр