Зәбур 119:1—176

119  Йәһваниң Қануни бойичә яшиғанлар, Кимниң йоли нуқсансиз болса, Ушбу қишиләр бәхитликтур.   Ким Униң нәсиһәтлирини сақлап, Уни пүткүл вуҗуди билән Издигәнләр һәқиқәтән бәхитликтур.   Улар қанунсизлиқ қилмайду вә Униң йоллири билән изчил маңиду.   Сән бизгә көрсәтмилириңни садиқ Сақлап орунлашни әмир қилған едиң.   Аһ, мениң йоллирим мәккәм кәйпиятим Билән бирликтә Сениң низамлириңни Күзитишкә қаритилған болсиди!   Шу чағда мән вәсийәтлириңгә чөкүп, Һәргиз иза тартматтим.   Сени қәлбимниң һәқлиғидә һәққаний Қарарлириңға үгәнгәч, мәдһийиләттим.   Сениң тәләп-қаидилириңни тутумән, Мени һечқачан ташлимиғина. ב [Бет]   Қандақ қилип, пак һаят сүрүш керәк? Өзигә Сениң Сөзүң бойичә беқип.  10  Сени пүткүл жүригимдин истәймән. Маңа Қануниңдин чәтнәшкә йол қойма.  11  Көңлүмдә мән сөзлириңни пүктүм, Сениң алдиңда гуна өткүзмәсликкә.  12  Сени, Йәһва Худа, махтисун! Мени Өзәңниң тохтамлириңға дайим үгәткинә.  13  Сән җакалиған қарарлириңниң Барлиғини мәнму җакалаватимән.  14  Сениң нәсиһәт-мәслиһәтлириңгә зор Бир байлиқтәк хурсән болумән.  15  Сениң пәрманлириң үстидин мулаһизә Қилип, йоллириңға синчилап қараймән.  16  Сениң қанунлириңни қәдир тутуп, Тохтамлириңдин тәсәлли алимән. ג [Гимел]  17  Өз қулуңға меһриңни көрсәткәй, шу Һаләттә мән яшап, сөзүңгә әмәл қилимән.  18  Көзүмни ачқина, Қануниң сирлирини Вә карамәтлирини рошән көрүшүм үчүн.  19  Мән бу йәрдә пәқәт мусапирдур, шуңа Мәндин вәсийәтлириң мәнасини йошурма.  20  Җеним тәлмүрүп, сотлириңни күтиду. Уларни чүшинишкә интизармән.  21  Сән мәғрурларни әйипләйсән, улар Сениң вәсийәтлириңни орунлаштин Қачидиған ләнәт кишиләрдур.  22  Мени мәсхирә билән шәрмәндидин Сақлиғина, чүнки аянлириңни сақлаватимән.  23  Һәтта бәгләрму бирлишип, маңа қарши Тил бириктуриватиду, қулуң болса, Сениң қарарлириң һәққидә ойлаватиду.  24  Нәсиһәтлириң мән үчүн қәдир-қиммәтлик, Улар һәтта мениң мәслиһәтчилирим. ד [Далет]  25  Җеним тупраққа ташланди, мени Өз Вәдәңгә бенаән тирилдүргинә.  26  Мән йоллириң тоғрилиқ ейтип бәрдим. Вә Сән маңа җавап қайтурдиң. Мени Өзәңниң қанунлириңға үгәткинә.  27  Буйруқлириң маһийитини чүшәндүргинә. Мән Сениң һәйран қаларлиқ мөҗүзилириң Һәққидә чоңқур тәтқиқ қилимән.  28  Хапичилиқтин уйқамдин айрилдим, Сөзүңгә бенаән мени тиклигинә.  29  Ялғанчилиқ йолини нери қилип, Илтипатиң түпәйли Қануниңни ачқина.  30  Мән һәқиқәт йолини таллидим. Сениң йешимлириңни дурус көримән.  31  Сениң вәһийлириңгә мән чаплаштим. Йәһва Рәббим, үмүтүм бекар чиқмисун.  32  Вәсийәтләр йолиға интилимән, Чүнки Сән қәлбимни кәңәйттиң. ה [Хе]  33  Йәһва, қарарлириң йолида яшашни үгәт, Уларни ахирғичә тутушни халаймән.  34  Сениң Қануниңни чүшинишкә ярдәмләш, Пүтүн жүригим билән беқинишқа.  35  Мени вәсийәтлириң йолида жүргүзгинә, Сәвәви, бу маңа хошаллиқ һәдийә қилиду.  36  Қәлбимни тәлимлириңгә җәлип қилғина, Ғәрәзликтин нери болай.  37  Көзлиримни налайиқ нәрсидин буриғина, Қуруқ нәрсини рәт қилай.  38  Алдиңда әйминиши үчүн хизмәтчиңгә Вәдиләнгән сөзүңни орунлиғина.  39  Мән қорқудиған шәрмәндидин қутулдур, Чүнки Сениң сотлириң адилдур!  40  Қарап баққина, мән Сениң әмирлириңни Орунлашни халаймән. Җенимни сақлап Қалғина, чүнки Сән һәққаний Ата! ו [Вав]  41  Маңа, Йәһва, Өз вапа сөйүмиңни көрсәт, Мени Өзәңниң вәдиси бойичә қутқуз.  42  Шу чағда үстүмдин күлүватқанға Җавап қайтуримән, чүнки Сениң Өзгәрмәс сөзүңгә тайинишқа тиришимән.  43  Еғизимдин һәқ сөзләрни тартивалмиғина, Мән Сениң адиллиғиңға ишинимән.  44  Қануниңни тохтатмай, дайим сақлаймән.  45  Қәйәргә бармисам, бехәтәрликтә болумән, Сәвәви, әмирлириңни тиришип орунлаймән.  46  Тәлимлириң тоғрилиқ падишалар алдида Сөзләймән һәм һечқачан иза тартмаймән.  47  Вәсийәтлириңдин өзәм тәсәлли тапимән. Һә, мән уларни қәлбимдин сөйүмән.  48  Қоллиримни дуада көтиримән, Тохтамлириң һәққидә дайим издинимән. ז [Зайин]  49  Қулуңға болған сөзүңни әскә алғина. Сән үмүт бағлишимни агаһландурдиң.  50  Ушбу гепиң дәрдимдә мени бәзләйду. Сениң сөзлириң маңа һаят беғишлайду.  51  Йоғанчилар мени мәсхирә қиливатиду , Амма Сениң Қануниңдин чекинмидим.  52  Аһ, Йәһва, Сениң қедимий сотлириңни Әскә елип, уларда тәсәлли тапимән.  53  Сениң Қануниңни рәт қилғанларни Ойлисам, қаттиқ нәпрәтлинимән.  54  Сениң қаидилириң мениң мусапир Маканимда нахшилардәк хуш яқиду.  55  Йәһва Тәңрим, кечиләрдә исмиңни Хатириләп, Қануниңға садақәт сақлаймән.  56  Бу маңа адәткә айланди, сәвәви, Сениң Пәрманлириңға әмәл қилишни истәймән. ט [Хет]  57  Йәһва Тәңрим — мениң қисмитим. Сениң сөзлириңни орунлашқа вәдә бәрдим.  58  Пүткүл вуҗудумдин илтипат сораймән, Сөзүң бойичә рәһим көрсәткәйсән.  59  Мән йолумни тәкшүрүп, аяқлиримни Сениң нәсиһәтлириңгә қаритимән.  60  Кечиктүрмәй, Сениң вәсийәтлирңни Һәр ян сақлашқа алдираймән.  61  Зулумларниң қармақлири мени қоршиди, Лекин Қануниңни мән унтумидим.  62  Һәтта түн йеримидә Сени адилдин-адил Сотлириң үчүн мәдһийиләшкә туримән.  63  Мән Сениңдин әйминидиғанларниң Вә Сениң әмирлириңни күзитидиғанларниң Барлиғиға һәм дост, һәм сәпдашмән.  64  Йәһва Худа, пүткүл йәр изгүлүгиңгә Толғандур. Мени низамлириңға үгәткәй. ט [Тет]  65  Сән Йәһва, Өз хизмәтчиңгә қәсәм Ичкиниңдәк, яхшилиқларни қиливатисән.  66  Мени сағлампикирликкә һәм билимгә Үгәт, чүнки мән вәсийәтлириңгә ишинимән.  67  Дәрдимдин авал адишип жүрүптимән, Әнди болса, Сениң Сөзүңгә әмәл қилдим.  68  Сән меһриван һәм яхшилиқ Қилғучи, Мени тохтамлириңға үгәткәйсән.  69  Тәкәббурлар маңа яла йепиватиду, Амма мән бар жүригим билән Сениң Буйруқлириңни тутуп яшаймән.  70  Уларниң жүрәклири яғдәк сәмиришип, Берәһим болушти, лекин мән Сениң Қануниңда тәсәлли тепип, арамхуда.  71  Мениң азапланғиним яхши, чүнки шундақ Қилип, ибрәт қанунлириңға үгиниватимән.  72  Еғизиңдин чиққан қаидиләр мениң үчүн Миңлиған шекәл алтун-күмүчтин артуқтур. י [Йод]  73  Сениң қоллириң мени яратти. Әнди маңа Әқил берип, вәсийәтлириңни чүшинишкә Дайимий ярдәмләшкинә.  74  Сениңдин қорқудиғанлар мени көрүп, Хошал болушсун, чүнки мән Сениң Сөзүң-каламиңға үмүт артимән.  75  Йәһва, шуни билимәнки, қарарлириң Дайим һәқ вә мени җазалап, Сән маңа пайда әкәлдиң.  76  Өтүнимән, мени Өз вапа көйүмиң Арқилиқ бәзлигинә. Өз Сөзүңдә қулуңға Сән ушбуни вәдә қилғандиң.  77  Маңа тирилишим үчүн рәһимдиллиғиңни Әвәткинә. Қануниң мән үчүн тәсәллидур!  78  Мәғрурлар мәсхирә болсун, чүнки улар Һеч сәвәпсиз маңа яманлиқ қиливатиду. Бирақ мән болсам, Сениң пәрманлириң Һәққидә мулаһизә қилип олтиримән.  79  Сени чоңқур һөрмәтләйдиғанлар һәм Нәсиһәтлириңни билгәнләр маңа қайтсунчу.  80  Қәлбимдин әмирлириңни камил орунлап, Изаға дүшмәнләр алдида қалмишим үчүн, Ярдәм қолуңни маңа созғина. כ [Каф]  81  Мениң җеним Сениң ниҗатиңни күтүп, Аҗизланди. Мән сөзлириңгә ишинимән.  82  Сениң сөзүңниң орунлишини күтүп, Көзлирим һалсизланди: «Қачанму Сән Маңа тәсәлли берисән?»— дәймән.  83  Мән иста қалған қорулған тулумға Охшап қалдим, лекин Сениң Қаидилириңни әстин чиқармидим.  84  Хизмәткариңға йәнә қанчә вақит Күтүш керәк? Қачан Сән тәқиплигүчиләр Үстидин қарар чиқирисән?  85  Чоңчи кишиләр, Қануниңға сәл Қарайдиғанлар маңа ора колаватиду.  86  Сениң вәсийәтлириңниң бари һәқиқәттур. Мән әйипсиз болсамму, қоғлаватиду. Ярдәмгә чапсан кәлгинә!  87  Мени бу зиминда өлтүрүветишкә тас Қалди, лекин мән пәрманиңни ташлимидим.  88  Шәпқитиң түпәйли вапа муһәббәт Көрситип, җенимни аман еп қалғина Һәм мән аянлириңни сақлаймән. ל [Ламед]  89  Йәһва Рәббим, Сениң Сөзүң Асманларда мәңгү тәстиқләнгән.  90  Сениң һәқиқитиң әвлаттин-әвлатқичә. Сән йәрни мустәһкәмлидиң, шуңа у туриду.  91  Сениң бәлгүлишиң бойичә һәммә нәрсә Һеликәм моҗут. Һәммәйлән хизмитиңдә.  92  Әгәр Сениң Қануниңни қәдирлимигән Болсам, дәрдимдә һалак болаттим.  93  Һечқачан мәслиһәтлириңни унтумаймән, Чүнки улар арқилиқ мени тирилдүриватисән.  94  Мән Сениңки, мени қутқузғина, Чүнки мән нийәтлириңни истәймән.  95  Рәзил мени йоқ қилишни издимәктә, Бирақ мән вәһийлириңгә чөмүватимән.  96  Мән һәммә нәрсиниң чекини көрдүм, Амма Сениң вәсийитиңниң чеки йоқтур. מ [Мем]  97  Мән Сениң Қануниңни қанчилик яхши көримән! Күн бойи у тоғрилиқ ойлаймән.  98  Вәсийитиң мени дүшмәнлиримдин Дана қиливатиду, у дайим мән биләндур.  99  Мән барлиқ устазлиримдин ешип кәттим, Чүнки Сениң аянлириң һәққидә Изчил мулаһизә қилимән.  100  Мән қерилардин данишмән болдум, чүнки Сениң буйруқлириңни орунлаймән.  101  Һәрқандақ яман йолдин путлиримни Қачуримән, сөзүңни шундақ сақлаймән.  102  Бәлгүмилириңдин чекинмәймән, Сәвәви, Сән мени шундақ үгәттиң.  103  Нәқәдәр тилимға Сениң сөзлириң Тәмлик, улар һәсәлдинму татлиқтур!  104  Пәрманлириңдин мән әқилгә толдум. Мана, немишкә ялғанчи йолға өчмән. נ [Нун]  105  Сениң Сөзүң — айиғим үчүн чирақтур Һәм йолум үчүн йоруқлуқтур.  106  Мән һәқиқитиңниң дурус қарарлириға Садиқлиқ сақлаймән. Шундақ дәп, қәсәм Ичтим һәм уни чоқум орунлаймән.  107  Мән қаттиқ бесим астида, Йәһва. Сөзүң бойичә аман елип қалғина.  108  Йәһва, еғизлиримниң халисанә қурбанлиғи Саңа ярисунчу вә Өз Қанунлириңни Тутушни үгәткинә!  109  Җеним дайим хәтәрликтә болуватиду, Амма Сениң Қануниңни унтумидим.  110  Явузлар маңа тор тартти, лекин мән Сениң мәслиһәтлириңдин чәтнимидим,  111  Мән тәлимлириңни әбәдий өзләштүрдим, Улар қәлбимниң шатлиғидур.  112  Мән көңлүмни қарарлириңни орунлаш Үчүн майил қилдим, ахирғичә, та әбәт. ס [Самех]  113  Сениң Қануниңни рәт қилғанларға Нәпрәтлинимән, Қануниңға амрақмән.  114  Сән — мениң панагаһим һәм қалқиним. Сениң сөзүңни тақәтсизликтә күтимән.  115  Қанун бузғучилар, нери болуңлар! Мән Худайимниң вәсийитини күзитимән.  116  Өз сөзүңгә бенаән мустәһкәмлигинә, Мени Өзәң қоллап-қувәтлигинә: Үмүтүм вәйран болуп кәтмисун.  117  Мени чиңайтип, қутулдурғина, шунда Рәсим-каидилириңгә чоңқур чөкимән.  118  Сән тохтамлиримдин чекингән барини Пәсәйттиң. Улар ялғанчи вә алдамчилар.  119  Сән йәр-зиминниң рәзиллирини Әхләттәк рәт қилдиң. Шуңа мән Сениң Нәсиһәтлириңни дилкәшлик яхши көрүмән.  120  Сениң қорқунучиңдин теним шүркүниду, Қарарлириңниң һөкүмлиридин мән чөчимән. ע [Айин]  121  Мән адил һәм һәққанийлиқни бәҗирдим. Мени қоғлиғучилар қолиға беривәтмигинә.  122  Қулуңни униң мәнпийитигә бағлиқ Қоғдавалғина. Маңа ғәмхорлуқ қилғина!  123  Көзлирим Сениң ниҗатиңға қарап, Һерип кәтти, шундақла Сөзүңгә беқип.  124  Қулуңға шәпқитиңниң вапа көйүмини Билдүргинә вә қарарлириңға үгәткинә.  125  Мән Сениң хизмәтчиң. Маңа синчилиқ Берип, нәсиһәтлириңни чүшәндүргинә.  126  Йәһва Илаһим, һәрикәтлиниш вақтиң Кәлгәнду? Улар Қануниңни бузувәтти.  127  Мән вәсийәтлириңни алтун билән Қиммәтбаһалиқ ташлардин әвзәл санаймән.  128  Шуңлашқа барлиқ буйруқлириңни Тоғра, дәп һесаплаймән, һәрқандақ Хата йолни пүтүнләй рәт қилимән. פ [Пе]  129  Сениң нәсиһәтлириң нәқәдәр әҗайип! Шуңлашқа мән уларға әмәл қилимән.  130  Сөзлириңниң маһийитини Сән ачқанда, Адәмләр билим-тәлим алиду вә Наданлар әқил-парасәткә үгиниду.  131  Мән вәсийәтлириңни тәшналиқ билән Күтимән, еғизимни салқин суни издигәндәк.  132  Маңа қариғина вә рәһимлик көрсәткинә, Сәвәви, Сән исмиңни сөйгәнләр билән Әсирләр бойи дайим шәпқәтликқу.  133  Өз сөзүңдә тапанлиримни мәккәм Қилғина вә һечбир қанунсизлиқ үстүмдин Күчкә егә болалмисун.  134  Мени инсан хорлишидин қутулдурғина. Пәқәт Сениң әмирлириңни орунлай.  135  Өз қулуңға йүзүңниң нури билән Парлиғин вә мени низамлириңға үгәткин.  136  Көзлиримдин яш еқинлири ақмақта, Чүнки кишиләр Қануниңни хорлаватиду. צ [Цаде]  137  Йәһва Рәббим, Сән һәққаний вә Сениң сотлириңниң һәммиси адил.  138  Сән һәқиңни нәсиһәтлириңдә көрсәттиң. Өзгәрмәс һәқиқитиңгә ишәнсәк болиду.  139  Мениңда қизғинлиқ оттәк көймәктә. Һә, дүшмәнләр Сениң сөзлириңни унтуди.  140  Сөзүң пактур вә қулуң уни сөйиду.  141  Мән әрзимәс һәм көзгә илмас бир киши, Лекин әскәртмилириң хатирәмдә сақлақлиқ.  142  Сениң һәққанийлиғиң — бақий Һәққанийлиқтур Вә Қануниң — һәқиқәт.  143  Қайғулар мени бассиму, вәсийәтлириң Мениң үчүн қәдир-қиммәтликтур.  144  Әскәртмилириңдә мәңгү һәқиқәт, маңа Тәлим бәргинә һәм мән роһлинай. ק [Коф]  145  Пүтүн жүригимдин Сени чақиримән: Йәһвайим, маңа җавап бәргинә! Мән Сениң қанунлириңни орунлаймән.  146  Мән Саңа мураҗиәт қиливатимән, Мени қутқузғина! Мән Сениң есил Әқил-мәслиһәтлириңгә әмәл қилимән.  147  Таң атқичә туруп, Саңа ялвуримән. Маңа ярдәмгә кәлгинә.  148  Кечилири уйқам қачиду, шу вақитларда Сениң сөзүңни тәтқиқ қилимән.  149  Йәһва, Өз вапа меһир-муһәббитиң бойичә Авазимни аңлиғина. Җенимни Өзәңниң адиллиғи Түпәйли күзәткинә.  150  Маңа жиркиничлик ишларни яхши Көридиғанлар йеқинлишиватиду, улар Сениң Қануниңдин жирақлашқанлардур.  151  Сән, Йәһва, маңа йеқинсән вә һәммә Вәсийәтлириң бүйүк һәқиқәт.  152  Мән нәвақтин Сениң нәсиһәтлириң Һәққидә билгәнмән. Сән уларни Мәңгүгә әвлатлар үчүн қойдиң. ר [Реш]  153  Азаплиримға қарап, мени қутулдурғина, Чүнки мән Қануниңни унтуғиним йоқ.  154  Һимайә қилип, мениң сот ишимни Жүргүзгин, сөзүңгә мас өмрүмни сақлиғин.  155  Рәзилләрдин қутқузулуш жирақтур, Улар қанунлириңни билгүси кәлмәйду.  156  Сениң рәһимдиллиғиң улуқтур, Йәһва! Адиллиғиңдин һаятимни қутулдурғина.  157  Дүшмәнлирим билән тәқиплигүчилирим Көп, амма мәслиһәтләрдин жирақлашмидим.  158  Хаинларни көрүп, улардин жиркинимән, Чүнки улар мәккар кишиләрдур.  159  Қариғина, мән қандақ Сениң Әмир-пәрманлириңни қәдирләймән! Йәһва, шәпқитиңдин мени илһамландурғин.  160  Сөзүңниң һули — һәқиқәттур, шуңа Барчә һәққаний йешимлириң та әбәт. ש [Шин]  161  Бәгләр мени һеч сәвәпсиз қоғлимақта, Бирақ жүригим пәқәт Сениң Тәләп-сөзлириңдинла қорқиду.  162  Мән һәрбир мәслиһитиңгә хуш болумән, Гоя зор олҗа тапқан кишидәк.  163  Ялғанчилиқтин нәпрәтлинип, униңдин Жиркинимән. Сениң Қануниңни болса, Пүткүл җан-дилимдин яхши көримән!  164  Күнигә йәттә қетим Сени махтап, Адил қарарлириң үчүн мәдһийиләймән.  165  Қануниңни сөйгәнләрниң хатирҗәмлиги Бүйүктур вә уларға путликашаң йоқ.  166  Йәһва, мән Сениң ниҗатиңни күтимән, Вәсийәтлириңни орунлиғач, үмүткә толумән.  167  Җеним нәсиһәтлириңгә мәккәм әмәл Қилиду, мән уларни интайин яритимән.  168  Әмирлириң билән вәһийлириңни Сақлаймән, йолум Сениң көз алдиңда. ת [Тав]  169  Йәһва Илаһим! Вақиришимни аңлиғина. Өз Сөзүң арқилиқ маңа нәсиһәт бәргинә.  170  Илтиҗам йүзүң алдиға йәтсунчу, Вәдәң түпәйли маңа азатлиқ бәргинә.  171  Еғизимдин апирин сөзләр чиқсун, Сән мени қаидилириңгә үгәткәнликтин.  172  Тилим сөзүңни җакалисун, чүнки Вәсийәтлириң пәқәт яхшилиқ әкелиду.  173  Қолуң маңа ярдәмгә кәлсун, мән Сениң Әмирлириңгә беқинишни қарар қилдим.  174  Йәһва Тәңрим, қутқузушқа тәшнамән Вә Сениң Қануниңни бәк қәдирләймән.  175  Мән Сени махтап яшишим үчүн, Маңа тирик қелишқа имканийәт бәргинә. Сениң һәқ сотлириң маңа ярдәмгә кәлсун.  176  Мән жүтүп кәткән қойдәк адаштим: Өз хизмәтчиңни издәп тепивалғина. Чүнки мән вәсийәтлириңни унтумидим.

Изаһәтләр