Зәбур 12:1—8
Хор башчисиға. Сәккизтарлиқ саз әсвавида. Давутниң нахшиси.
12 Аһ, Йәһва, мени қутқузғина! Чүнки
Муқәддәсләр қалмиди, инсан оғуллири
Арисида вапалар аз қалди.
2 Бир-биригә ялғанни сөзләйду, еғизлири
Иккийүзлүктур, бөлүнгән жүриги гәп қилиду.
3 Йәһва хошамәт еғизларни,
Чоңчи тилларни қириветиду.
4 Мундақ дәйдиған адәмләр бар: «Тилимиз күчлүк,
Биз йеңимиз. Бизгә ким ғоҗайин болалайду?»
5 «Езилгәнниң вәйран қилинишини вә намратниң
Налисини көрүп, әнди Мән туримән,— дәйду
Йәһва. — Уларниң үстидин зулум
Қиливатқанлардин Өзәң һимайә қилимән!»
6 Йәһва сөзлири — пак сөзләрдур. Улар еритма
Очақта топидин тазиланған күмүчтәк,
Йәттә қетим еритилғандур.
7 Сән Өзәң, Йәһва, бизни сақлайсән,
Ушбу әвлаттин мәңгү күзитисән.
8 Әтрапта рәзилләр жүрмәктә, көтирилмәктә,
Чүнки пәскәшлик ишлар инсанлар
Арисида мақулланмақта.