Зәбур 121:1—8

Көтирилиш нахшиси. 121  Көзлиримни тағларға көтиримән, чүнки Ушбу җайдин маңа ярдәм келиду.   Маңа ярдәм пәқәт йәр-асманниң Яратқучиси Йәһвадин кәлмәктә.   У айиғимға тейилиш бәрмәйду, сәвәви Мени Күзәткүчи һечқачан ухлимайду.   Мана, Исраилниң Сақчиси Йә ухлимайду, йә үгдимәйду!   Йәһва сени қоғдайду. Йәһва — Сениң Һимайичиң, У оң қолуң тәрәптә.   Шуңа күндүзи қуяш вә түндә ай Саңа зиян кәлтүрмәйду.   Йәһва хилму-хил яманлиқлардин сақлап, Һаятиңни аман елип қалиду.   Йәһва Рәбб киришиң вә чиқишиңни Һеликәм та әбәт күзитиду.

Изаһәтләр