Зәбур 122:1—9

Көтирилиш нахшиси. Давутниң күйи. 122  Маңа: «Йәһваниң өйигә барайли!»— дегәндә, Мән интайин хошал болдум.   Мана, биз сениң дәрвазилириң Алдида туримиз, Йерусалим шәһири.   Йерусалим — бу пүтүнләй беналири Тутушуп селинған шәһәрдур.   Униңға Йәһниң қәбилилири чиқиду. Улар Йәһваниң исмини шәрәпләш үчүн, Исраил тохтамиға бола шу йәргә жиғилиду.   Ушбу йәрдә һөкүм чиқиридиған тәхтләр туриду, Улар Давут өйиниң тәхтлиридур.   Йерусалимға течлиқ сораңлар! Сени яхши көргәнләр паравән яшайду.   Тамлириң ичидә течлиқ болсун вә Мустәһкәм сарайларда бехәтәрлик яшисун!   Қериндашлирим вә достлирим түпәйли: «Саңа хатирҗәмлик тиләймән!»   Пәрвәрдигар Йәһваниң ибадәтханисиға Бенаән саңа арамлиқ тиләймән!

Изаһәтләр