Зәбур 123:1—4

Көтирилиш нахшиси. 123  Саңа көзлиримни көтиримән, Саңа, әрш-асманда Яшиғучиға!   Қулларниң көзлири ғоҗайинлириниң Қолиға қариғандәк, аял хизмәткарларниң Көзлири ханиминиң қолида болғандәк, Шундақла бизниң көзлиримиз Худайимиз Йәһваға қарап тәлмүриду. Биз Униң Рәһим-шәпқитини тақәтсиз күтимиз.   Йәһва Ата, бизгә ич ағритқина, чүнки Узақ вақит тәңситмәсликтә болуватимиз.   Биз мәғрур кишиләрниң мәсхирилиригә Тойдуқ, йоғанчилар бизни пәсәйтип, Аяқ асти қилип, күлүватиду.

Изаһәтләр