Зәбур 124:1—8

Көтирилиш нахшиси. Давутниң күйи. 124  «Әгәр биз билән Йәһва болмиған болса...» Әнди Исраил мундақ сөз қилсун:   «Әгәр биз билән Йәһва болмиған болса, Бизгә дүшмәнләр һуҗум қилғанда,   Өз ғәзивидә бизни тирик жутуветәтти.   Сулар бизни еқитип кетәтти, Дәриялар җенимизни чөкүрәтти.   Җошқун долқунлар бизни япатти.   Йәһва Илаһимиз мубарәк болсун, Чүнки У бизни уларниң Титиветишигә йол бәрмиди!   Биз кәби қуш тутқучиниң торидин Аран қутулған қушқа охшидуқ. Тор жиртилди һәм биз қутулдуқ.   Бизниң ярдимимиз — Йәһваниң исмидур. У асман билән йәрниң Бәрпакаридур.

Изаһәтләр