Зәбур 125:1—5
Көтирилиш нахшиси.
125 Йәһваға таянғанлар Сион теғиға охшап,
Тәврәнмәй, мәңгү туридиған болиду.
2 Йерусалимниң әтрапини тағлар
Қоршиғандәк, Йәһва Худа Өзиниң
Хәлқиниң өп-чөридә һазирдин та әбәткичә.
3 Чүнки һәққанийлар несиви үстидин
Рәзилләр калтиги узақ болмайду,
Болмиса, салиһлар уларниң яман
Ишлириға үгинип қелиши мүмкин.
4 Йәһва, меһриван һәм жүриги пак
Инсанларға Сәнму меһриван болғина.
5 Қиңғир йолларға чүшүп кәткәнләрни
Йәһва қанунсизлар билән тәң йоқ қилиду.
Исраилда хатирҗәмлик болғай!