Зәбур 126:1—6
Көтирилиш нахшиси.
126 Йәһва тутқундики Сион оғуллирини
Қайтурғанда, биз чүш көрүватқан,
Арманлардики кишиләр едуқ.
2 Шу чағда еғизлиримиз шатлиққа һәм
Тиллиримиз нахшиларға толған еди.
Хәлиқләр өз ара: «Уларниң Йәһваси
Улар үчүн улуқ иш қилди»,— деди.
3 Шундақ, Йәһва биз үчүн улуқ ишларни
Қиливатиду һәм биз зор хошаллиқта.
4 Йәһва Ата, Өз тутқунлириңға қуруп кәткән
Зиминимизға дәрияларни қайтурғандәк,
Күч-ғәйритини қайтурғина.
5 Жиға билән тәргәнләр нахша билән
Омисини жиғивалсун.
6 Уруқларни етизиға жиға арилаш апарған,
Дан бағлирини күйләр билән әкәлсун!