Зәбур 128:1—6

Көтирилиш нахшиси. 128  Йәһва Сәрдардин қорққанлар вә Униң йоли билән жүргәнләр бәхтияр.   Чүнки сән қоллириңниң әмгигидин Һөзүрлинип, йемишләр йәйсән. Сән гүллинип, яхшилиқ көрисән.   Аялиң өйүңдә мевилик үзүм ғоли болиду. Оғуллириң дәстихиниңниң әтрапидики Зәйтун шахлириға охшайду.   Мана қандақ Йәһвадин әйминидиған Киши бәрикәтлиниду!   Йәһва Рәбб сени Сиондин мубарәкләп, Сән Йерусалимниң паравәнлигини Өмрүңниң барчә күнлиридә көрисән.   Сениң көзлириң оғуллириңниң Оғуллириниму көриду. Исраилға арамлиқ болғай!

Изаһәтләр