Зәбур 13:1—6
Хор башчисиға. Давутниң күйи.
13 Аһ, Йәһва, қай вақитқичә Сән мени унтуйсән?
Қай ваққичә йүзүңни мәндин йошурисән?
2 Қай ваққичә мән қәлбимдә қийнилимән һәм
Жүригим кечә-күндүз хапа болиду?
Қай ваққичә дүшминим үстүмдин чоң сөзләйду?
3 Йәһва Худайим, маңа қариғина! Мән өлүм уйқисиға
Кәтмәслигимгә, көзлиримгә йоруқлуқ бәргинә.
4 Дүшминим: «Мән уни йәңдим!»— демисун вә
Тәврәнгинимни көрүп, мәзә болмисун.
5 Мән болсам, меһрибан сөйгүңгә ишинимән.
Жүригим Сениң ниҗатиңға хурсән.
6 Илтипат көрситидиған Йәһваға нахша ейтимән,
Чүнки У маңа яхшилиқ қиливатиду!