Зәбур 130:1—8
Көтирлиш нахшиси.
130 Пүткүл вуҗудумдин налә ейтиватимән
Саңа Йәһва — улуқ Пәрвәрдигарим.
2 Йәһва, муңлуқ үнүмни аңлиғина.
Қулақлириң илтиҗалиримға
Бәк диққәтчан болсунчу!
3 Әгәр Йәһ бизниң беқанунлиримизға
Диққәт ағдурған болса: Йәһва, у
Чағда ким туруп қалалайду?
4 Лекин Сениңда кәчүрүм болғачқа, шуңа
Инсанлар алдиңда чоңқур әтийәт қилиду.
5 Мән Йәһвани күтимән. Униң сөзигә
Тайинип, роһум чүшмәй күтиду.
6 Мән Йәһвани әтигәнликни күзәтчиләр
Тақәтсизлик билән сәһәрни күткәндәк,
Улардинму артуғирақ күтимән.
7 Исраил Худайи Йәһвани күтсун,
Чүнки Йәһва Өз меһир-муһәббитидә
Вападур. Униң қутулдуруши улуқ.
8 У Исраилни барлиқ қилмишлиридин
Сетивелип, қутқузушқа тәйярдур.