Зәбур 133:1—3

Көтирилиш нахшиси. Давутниң күйи. 133  Нәқәдәр яхши һәм әҗайип қериндашлар Билән инақлиқ-бирликтә яшимақ!   Бу башқа қуюлған хушпурақ май Сақалға еқип чүшкәндәк, Һарунниң Сақилиға һәм униң кийиминиң яқисиға Аққан бебаһа майға охшайду.   Бу Һәрмон теғидики шәбнәмдәк, У Сион тағлириға чүшиду, чүнки Йәһва Ушбу йәрдә адәмләрни бәрикәтләп, Мәңгү һаятқа ериштуриду.

Изаһәтләр