Зәбур 135:1—21
135 Һаллелу Йәһ! Йәһваниң исмини
Мәдһийиләп, Униңға апирин
Әйләңлар, барлиқ хизмәтчилири.
2 Йәһваниң өйидә хизмәт қиливатқанлар,
Һойлилирида вәзипиләрни атқурғучилар,
3 Йәһни махтаңлар, Йәһва меһрибан,
Униң исмини нахшиларда яңритиңлар,
Чүнки у әҗайип гөзәлдур!
4 Йәһ Өзигә Яқупни таллавелип, Исраилни
Өзиниң алаһидә мүлки қилди.
5 Мән шуни билимәнки, Йәһва улуқтур.
Пәрвәрдигар пүткүл худалардин үстүн.
6 Йәһва халиған һәммә нәрсини
Асманларда, йәрдә, деңизларда
Вә барлиқ һаңларда қилдуриду.
7 У һорни йәр чәтлиридин көтирип,
Ямғур ичидә чақмақларни һасил қилип,
Шамалларни амбарлиридин ачиқиду.
8 У тунҗиларни, инсандин башлап
Малғичә, Мисир йеридә уҗуқтурди.
9 У араңда, Мисир зимини, көп мөҗүзиләр
Вә карамәтләрни намайән қилди.
Пирәвн вә униң әмәлдарлириға көрсәтти.
10 У нурғун күчлүк хәлиқләрни қирип,
Қудрәтлик шаһларни һалак қилди:
11 Амор шаһи Сиһонни, Башан шаһи
Огни вә Қанан дөләтлирини.
12 У уларниң йерини Өз хәлқи
Исраилға мираслиққа тапшурди.
13 Йәһва, Сениң исмиң мәңгүгә!
Йәһва, Сән тоғрилиқ шөһрәт
Пүткүл әвлатларда сақлиниду.
14 Йәһва Өз хәлқини сотлап, уни һимайә
Қилиду вә хизмәтчилиригә ич ағритиду.
15 Бутпәрәсләрниң илаһлири — алтун
Билән күмүчтур, улар инсан
Қоллириниң ясалған әсәрлиридур.
16 Уларниң еғизлири бар, лекин сөзлимәс,
Уларниң көзлири бар, лекин көрмәс.
17 Уларда қулақлар бар, амма аңлимас
Вә бурни билән нәпәс алалмас.
18 Уларни қилғучилар уларға охшап
Кетиду һәм уларға ишәнгән һәрким.
19 Исраил өйи, Йәһвани мубарәклә!
Һарунниң өйи, Йәһвани мәдһийилә!
20 Ләвий әвлади, Йәһваға апирин беғишла,
Йәһвадин қорқудиғанлар, Йәһвани һөрмәтлә!
21 Йерусалимда яшиғучи һәрким, Йәһвани
Махтисун, У Сионда Болғучидур!
Йәһни мәдһийиләңлар!