Зәбур 139:1—24
Хор башчисиға. Давутниң күйи.
139 Йәһва Рәббим, Сән мени тәкшүрдиң
Һәм пүтүнләй билисән.
2 Мениң қачан олтарғинимни вә қачан
Турғинимни Сән билисән. Жирақтин
Мениң ойлиримниму биливалисән.
3 Мән йолда болғанда яки дәм алғанда,
Маңа диққәтлик бақисән, барлиқ
Йоллирим Саңа мәлумдур.
4 Техи тилимда сөзүм болмиғанда,
Сән Йәһва уни пүтүнләй билисән.
5 Алдимдин һәм кәйнимдим қоғдап,
Мени алиқиниң билән яписән.
6 Мени шундақ билишиң таң қаларлиқ нәрсә,
Бу мениң чүшинишимдин артуқ нәрсә.
7 Сениң роһуңдин вә Сениң йүзүңдин
Қәйәрләргә мән қачалаймән?
8 Әгәр асманға чиқсам, Сән шу йәрдә.
Гөргә чүшсәмму, мана, Сән шу җайда!
9 Әгәр сәһәрниң қанатлирида учуп, әң
Жирақ деңизниң қирида маканлашсамму,
10 Шу йәрдиму Сениң қолуң мени йөләп,
Оң қолуң мени тутуп туратти.
11 Мән ейтсам: «Ахири зулмәт мени
Басиду!» бирақ түнму нурдәк
Әтрапимда нурдәк чақнайду.
12 Чүнки Сениңдин қаранғулуқ мени
Япалмайду, Сениң үчүн түн күндәк
Вә зулмәт йоруқлуқтәк.
13 Сән ичим-әзалиримни яраттиң,
Мени анамниң қосиғида тәркиплидиң.
14 Сени мәдһийиләп әйминимән, чүнки
Мән әҗайип тәшкилләндим. Ишлириң
Карамәттур вә җеним буни чүшиниду!
15 Мениң бирму сүйигим Сениңдин
Йошурунған әмәс, гәрчә мән сирлиқта,
Топа тәркивидин асасланған болсамму.
16 Мениң һамиләмни Сениң көзлириң көрди.
Китавиңда һәммә қисимлирим йезилған еди
Вә һәтта күнлиримму, гәрчә уларниң
Һечқайси техи бәрпа болмиғанда.
17 Сениң ойлириң қанчилик мән үчүн
Йәткүсиздур, Яратқучим! Уларниң
Сани немә дегән йоғандур!
18 Уларни һесаплап чиққай десәм, сани
Қумдинму ошуқ. Охансам, йәнила
Мән уларни санаймән.
19 Аһ, Илаһим, Сән яманларни уҗуқтурсаң!
Шунда қан төкүштә әйипкарлар
Йенимда һәргиз болматти.
20 Улар қара нийәтлири билән Сени һақарәтләйду,
Улар — дүшмәнлириң, чүнки улар
Исмиңни һөрмәтлимәйду.
21 Йәһва, Саңа өчләрдин нәпрәтлинимән,
Саңа қарши чиққанлардин жиркинимән!
22 Пүткүл вуҗудим билән уларни өч көрүмән,
Улар мениңму дүшмәнлиримдур.
23 Мени чоңқур тәкшүрәп, Худайим, жүригимдә
Немә барлиғини билгинә. Шундақла мени синап,
Тәшвишкә Әкелидиған нийәтлиримни билгинә.
24 Қариғина, қәлбим мени ховуп йолға
Елип кетиватамду вә әбәдий йолда
Маңа Өзәң рәһбәрлик қилғина.