Зәбур 14:1—7
Хор башчисиға. Давутниң нахшиси.
14 Әқлидин адашқан өз жүригидә:
«Йәһва йоқ!»— деди.
Уларниң йоллири бузуқ, жиркинич ишларни
Қилмақта. Арисида яхшилиқ қилғучи йоқ.
2 Йәһва әрштин инсан оғуллириға бақти: уларниң
Ичидә чүшәнчигә егә вә Йәһвани
Издәватқан кишиләр барму?
3 Мана, уларниң барлиғи йолдин чиқип кәткәнләр,
Һәммиси бузулуп кетипту.
Бирму яхшилиқ қилғучи йоқ.
4 Наһәтки булар бирсиму һечнәрсә чүшәнмәйду?
Хәлқимни нандәк йәватқанлар
Йәһвани чақириштин жирақтур.
5 Қорқунуч йоқ йәрдә улар қорқушуп титрәйду,
Йәһва һәққанийлар әвлади арисида турмақта.
6 Силәр гадайниң нийәтлиригә күлисиләр,
Лекин Йәһва униң бай Һамийисидур!
7 Ким Сиондин Исраилға ниҗат әвәтиду?
Йәһва Өз хәлқини әсирдин қайтурғанда,
Яқуп хошал болуп, Исраил шатлиниду!