Зәбур 140:1—13

Хор башчисиға. Давутниң нахшиси. 140  Йәһва Тәңрим, мени явуз адәмдин, Берәһим қоғлиғучидин сақлиғина.   Улар жүригидә зулумни ойлап, һәр Күни мениң билән атақишиду.   Уларниң тили иланниңкидәк өткүрдур, Еғизида қара иланниң оғиси бар. (Селаһ)   Йәһва, мени зулумлардин қоғдиғина, Тапанлиримни тәвритишкә урунған Вәһшиләрдин күзәткинә.   Мәғрур кишиләр маңа тәйярлиған торлири Билән қармақлирини йошурмақта, улар Йолумда қапқан қоюватиду. (Селаһ)   Мән Йәһваға: «Сән мениң Худайимим. Йәһва, илтиҗалиримниң зарлиған Үнини аңлиғайсән»,— дедим.   Илаһим Йәһва, қудрәтлик Ниҗаткарим, Җәң күнүңдә бешимни сақлиғайсән.   Йәһва, яманларниң хаһишлирини Орунлишиға йол қойма, улар һакавур Болуп кәтмәслиги үчүн. Реҗилириниң Әмәлгә ешишиға имкан бәрмә. (Селаһ)   Мени қоршавалғанларниң оғиси, Еғизлириниң жиркиничлири, дәл Өзлириниң бешиға тәгсун.  10  Уларға көйүватқан чоғлар төкүлүп, Чиқалмайдиған һаңларға ташлансун.  11  Ағзи яман киши мәккәм туралмисун, Тәқиплигүчини вәһшилиги һалакқа апарсун.  12  Мән шуни билимәнки, Йәһва езилгән Инсанларни һимайә қилип, гадайларға Адиллиқ-һәққанийлиқни көрситиду.  13  Дәрвәқә, һәққанийлар Сениң исмиңни Мәдһийиләйду, әйипсизләр алдиңда туриду!

Изаһәтләр