Зәбур 141:1—10
Давутниң күйи.
141 Йәһва, мән Сени чақириватимән,
Маңа ярдәмгә алдириғина.
Мән Саңа мураҗиәт қилғинимда,
Дайим дуайимни аңлиғина.
2 Дуайим йүзүң алдиға хушпурақтәк кәлсун,
Қоллиримниң көтирилиши ахшамқи нан
Һәдийәсидәк мувапиқ болсун.
3 Йәһва, ағзимға күзәтчини қойғина,
Еғизлирим ишиклирини сақлиғина.
4 Қәлбимниң яман нийәткә кетишигә
Йол қоймиғина, шунда рәзил ишқа
Майил қанунсизлар билән биргә
Иш қилмаймән. Һечқачан уларниң
Мейизлик таамлириға қол тәккүзмәй!
5 Әгәр мени һәққаний урса, бу вапа
Меһир-муһәббәтниң ипадисидур.
У мени паш қилсун, чүнки бу бешим
Үчүн зәйтун май қуйғандәк.
Буни бешим һечқачан рәт қилмайду,
Һәққаний дәрткә чүшүп қалғандиму,
Униң үчүн қизғин дуа қилимән.
6 Хәлиқниң сотчилири таш қиялардин
Ташланди, лекин хәлиқ мениң кәмтар
Сөзлиримни инавәткә алди.
7 Йәр һайдалғандин кейин даңгаллар
Етизда ятқандәк, шуниңдәкла бизниң
Устиханлиримиз гөрниң ағзида ятиду.
8 Амма мениң көзлирим Саңа, Йәһва
Илаһим, тикләнгән, бир Саңила
Тайинимән. Җенимни рәт қилмиғина.
9 Мени қоюлған қапқандин қутулдуруп,
Қанунсизлар микирлиридин сақлиғина.
10 Рәзилләр өзлириниң чирмақлириға чүшиду.
Мән болсам, уларниң қешидин
Аман-есән өтүп кетимән.