Зәбур 144:1—15

Давутниң күйи. 144  Мениң Қорамтешим болған Йәһвани Мәдһийилисун, чүнки У мени җәң қилишқа Үгитип, қоллиримни маһир қилди.   У мениң Һамийим, ишәшлик қорғиним, Ниҗаткарим вә Қалқиним. Униңға мән Таяндим вә У маңа хәлиқләрни беқиндурди.   Йәһва! Сән уни байқайдиған адәм, У ким? Вә диққитиңни униңға бөлүдиған, Өлүп кетидиған кишиниң оғли, у ким?   Адәм балиси шамалниң бир пүвдишигә Охшаштур, униң күнлири худди Қечиватқан көләңкигә охшайду.   Йәһва, асманларни иңиштүрүп чүшкинә, Тағларға қол тәккүссәң, ислишип көйиду.   Чақмиғиң чеқип, риқабәтчиләрни чечивәт. Оқлириңни етип, паракәндиликкә сал!   Әрштин қолуңни созуп, мени қайнаватқан Судин чиқиривал, чәтәлликләр қоллиридин.   Улар қалаймиқан сөзләрни қилип, Сахта қәсәмләрни ичишкә майил.   Тәңрим, мән Саңа йеңи нахшамни Ейтай, онтарлиқ чилтарда апирин әйләй.  10  Сән падишаларға ғалибийәт берисән Вә қулуң Давутни дәһшәтлик қиличтин Җәзмән аман елип қалисән.  11  Мени ятлар қолидин жулувалғина. Улар еғизлири билән алдамчилиқни Сөзләп, ялған қәсәмләрни бәргүчиләр.  12  Бизниң оғуллиримиз яш дәрәқләрдәк Чапсан өссун, қизлиримиз сарайдики Гөзәл түврүкләргә қияс болсун.  13  Амбарлиримиз һәрхил данлар Һосулиға толсун, далалиримизда Түмән-түмән қойлар отлисун.  14  Калилиримиз сәмирип, чүшүкләрдин Хали болсун. Мәйданлиримизда Қайғулуқ жиғилар аңланмисун.  15  Буниң һәммиси униңда моҗут Хәлиқ немә дегән бәхитлик! Худайи Йәһва Илаһ болған Хәлиқ нәқәдәр бәхтиярдур!

Изаһәтләр