Зәбур 147:1—20

147  Һаллелу Йәһ! Қандақ шерин Худайимизни Нахшида махташ-алқишлаш! Яхшилиқ Бәргүчи апиринға сазавәр!   Йәһва Йерусалимни қуруватиду, У чечилип кәткән Исраил оғуллирини Тутқундин бошитип, жиғиватиду.   У жүриги езилгәнләрни давалап, Уларниң һәсрәтлирини сақайтиватиду.   У юлтузларниң санини билиду, Барлиғини намлири бойичә атайду.   Бизниң Пәрвәрдигаримиз улуқ Һәм қадир вә Униң әқли чәксиз.   Йәһва мулайимларни йүксәлдүрүп, Зулумларни болса, йәргичә пәсәйтиду.   Йәһваға новәт билән нахшиларни Ейтип, Рәббимизгә миннәтдарлиқ Кәйпиятта саз челиңлар.   У асманни булутлар билән қаплап, Йәр үчүн ямғур тәйярлайду. У тағларда чөпләрни өстүриду.   У җан-җаниварларға озуғини берип, Қарғиниң җүҗүлиригә диққәт ағдуриду.  10  Уни атниң қувити зоқландурмайду Вә адәмниң жүгришиниң чапсанлиғи.  11  Йәһвани Униңдин қорқудиғанлар Вә Униң вападар көйүмигә Ишәнгәнләр хурсән қилиду.  12  Йерусалим, Йәһвани мәдһийилә! Сион теғи, өз Тәңриңни махта.  13  У сениң дәрвазилириңниң қулуплирини Чиңайтиду, оғуллириңни бәрикәтләйду.  14  Сени барлиқ чәклириңдә течлиққа Қоршап, әң есил буғдайни йегүзиду.  15  У зиминиңға сөзини әвәтип, Униң сөзи тезликтә ақиду.  16  У йериңни қарға жуңдәк йепип, Қируни күлдәк чачиду.  17  Мөлдүрни парчилап ташлиғанда, Униң соғи алдида ким туралайду?  18  Әмир қилғанда, һәммә ерийду. Шамили пүвдигәндә, мөлдүр су боп ақиду.  19  У Өз сөзини Яқупқа уқтурди, Тохтамлири билән қанунлирини Исраилға елан қилди.  20  Буни У һечбир башқа хәлиқкә Қилмиған еди, шуңа улар Униң Қанун-қаидилирини билмәйду. Йәһни мәдһийиләңлар!

Изаһәтләр