Зәбур 149:1—9
149 Һаллелу Йәһ!
Йәһваға йеңи нахша ейтиңлар,
Уни вапалар жиғинида махтаңлар!
2 Исраил өзиниң улуқ Яратқучиси
Һәққидә шатлансун, Сион оғуллири
Падишаси тоғрисида хошал болсун.
3 Униң исмини уссулларда ойнап,
Дап билән чилтарниң авазида ейтсун.
4 Сәвәви, Йәһва Өз хәлқигә илтипатлиқ,
Мөмүнләрни зенәтләп, қутқузуватиду.
5 Муқәддәсләр шөһритидә тәнтәнилисун,
Һәтта өз орунлирида шат-хорам үндисун.
6 Уларниң еғизлирида Илаһиға мәдһийә
Күйлири болуп, қоллирида өткүр
Иккибислиқ қиличлири болсун.
7 Шундақта хәлиқләрдин адавәт елип,
Һарам қәбилиләрни җазалайду.
8 Уларниң шаһлирини кишәнләп,
Шәйхлирини төмүр зәнҗирләргә салиду.
9 Шундақ қилип, улар үстидин чиқирилған
Сот пәрманини әмәлгә ашуриду.
Ушбу шан-шәрәп Униңға мәнсүп
Муқәддәслиригә берилди.
Йәһни мәдһийиләңлар!