Зәбур 18:1—50

Хор башчисиға. Йәһваниң хизмәткари Давутниң күйи. У мошу нахшисиниң сөзлири билән, Йәһва уни Саулниң һәм барлиқ башқа дүшмәнлириниң қолидин қутулдурған күни, Йәһва Пәрвәрдигар билән сөзләшкән. У мундақ дегән еди: 18  Йәһва, Сени, Қудритимни, Җан-дилимдин яхши көримән!   Йәһва — Ғартешим, йеңилмас Һимайичим мениң Вә Қутулдурғучим. Худа — мән бехәтәрликтә Яшайдиған теғим, қалқиним, қутқузулушимниң Мүңгүзи һәм Панагаһимдур!   Махташқа лайиқ Йәһвани чақиримән Вә дүшмәнлиримдин қутулимән.   Мени өлүм ағамчилири бағлиди, Ярамсиз кишиләр сәлдәк қорқатти.   Гөрниң ағриқлири қоршиди Вә өлүмниң торлири чирмавалди.   Ушбу қистаңда Йәһвани чақирдим, мениң Тәңримдин ярдәм соридим. Сарийидин авазимни Аңлиди, пәриядим қулиғиға йәтти.   Йәр силкинип тәвриди, тағларниң һуллири Йерилди, чүнки У ғәзәпкә кәлди.   Униң қәһридин ис чиқти, ағзидин ялмайдиған Өрт, көйүватқан чоғилар төкүлди.   У асманларни егип, чүшти, Униң Аяқлири астида қараңғулуқ.  10  У хурабинға олтирип, учти Вә шамалниң қанатлирида жүрди.  11  Зулмәтни Өзигә йепинча қилип, әтрапида Булутлирини, қара суларни, чедирдәк япти.  12  Алдидики парлақ нуридин, қара булутлардин Мөлдүр билән көйүватқан чоғилар чечилди.  13  Йәһва әрштә гүлдүрлиди вә Илаһим үнини Чиқарди: мөлдүр билән чоғиларни төкти.  14  У оқлирини етип, уларни қоғлиди, Чақмақлар етип, терәң-перәң қилди.  15  Өстәңләр мәнбәлири көрүнди вә каинатниң Асаслири ечилди — Йәһва, Сениң қәтъий Авазиңдин, бурнуңниң қудрәт дәм елишидин.  16  Шу чағда У әрштин қолини созуп, Мени елип, мол сулардин чиқарди.  17  Дүшминимдин мәндин күчлүгирәк, Маңа өчләрдин, қутулдурди.  18  Улар дәрт күнүмдә қарши чиқти, Лекин Йәһва Таянчим болди.  19  У мени кәң йәргә чиқирип, мән Униңға Қәдирлик үчүн, мени шундақ қутқузди.  20  Йәһва һәқлиғим үчүн мукапатлиди Вә қоллиримниң паклиғи үчүн бәрди,  21  Чүнки мән Йәһваниң йолини туттум, Худайимдин рәзилләрчә чәтнимидим.  22  Униң барлиқ қанунлири алдимда, Вәсийәтлирини нери қилмаймән.  23  Мән Униңға садиқмән, Нуқсансизлиғимни сақлаймән.  24  Йәһва һәққанийлиғимни көрмәктә, Қоллиримниң паклиғи көз алдида.  25  Вапа киши билән Сән вапалиқта, Нуқсансиз киши билән садиқ иш тутисән.  26  Пак киши билән паклиғи бойичә, Һелигәр билән һелигәрлигигә қарши.  27  Сәвәви, езилгән инсанларни бошитип, Тәкәббур көзләрни пәсәйтисән.  28  Йәһва Рәббим, чириғимни яндуруп, Қараңғулуғимни йорутисән.  29  Сениң билән қошунларни йеңимән вә Тәңрим Күчи билән сепиллардин сәкрәп өтимән.  30  Һәқ Худаниң йоли мукәммәл, Йәһваниң сөзи Пак сөздур. У Униңда макан издигәнләрниң Һәммисигә Қалқандур.  31  Йәһвадин башқа ким Худадур? Бизниң Худадин Башқа ким Қорған-Һимайичидур?  32  Мәзкүр Илаһ мени күвәтләп, Йолумни тоғра қилип бәрмәктә.  33  Маңа буғидәк путларни бәрмәктә, Егизликләрдә мени турғузмақта.  34  Қоллиримни урушқа үгәтмәктә вә Булҗуңлиримдин мис оқ-яни ясимақта.  35  Сән маңа ниҗат қалқинини берип, оң қолуң мени Қувәтләйду, Сениң мөмүнлигиң мени көтириду.  36  Сән қәдәмлиримни кәңәйтисән, Аяқлирим әнди силҗимайду.  37  Мән дүшмәнлиримгә йетимән вә уларни Қиривәтмигичә кәйнимгә қайтмаймән.  38  Мән уларни уҗуқтурғанда, улар задила Путиға туралмай, аяқ астимға жиқилиду.  39  Сән мени җәңгә тәйярлиғачқа, Қаршилашқучиларни ғулитисән.  40  Дүшмәнлиримни тәтүр қаритип, Нәпрәтләнгәнләрни тиничландуримән.  41  Улар налә қилмақта, лекин қутулдурғучи йоқ. Улар Йәһвани чақириду, амма У җавап бәрмәйду.  42  Мән уларни шамалдики топиға Охшитимән, кочидики патқаққа.  43  Сән мени хәлиқниң исиянидин қутулдурисән мени Ят қәбилиләрниң үстидин башчи қилип қойисән. Билмәйдиған хәлиқ хизмитимдә болмақта.  44  Даңқимниң чиқиши түпәйли улар маңа бойсуниду, Чәтәлликләр маңа беқиниду.  45  Чәт хәлиқләр татиришип, Қорғанлирида зил-зил титрәйду.  46  Йәһва мәңгү тириктур! Қоғдиғучим Мәдһийиләнсун! Қутқузғучи Пәрвәрдигарим Махташқа сазавәрдур.  47  Һәқ Худа мениң үчүн интиқам алиду вә Хәлиқләрни маңа беқиндуруп бериду.  48  У мени дүшмәнләрдин қутулдуруп, Вәһши һәм явуздин қутқузиду.  49  Шуңа Сени, аһ, Йәһварим, хәлиқләрниң алдида Махтаймән вә исмиңға саз челип, Дайим апирин әйләймән!  50  У Өз падишасини алайтән қутқузуп, вапа Изгүлүклирини майлиған Давутқа һәм униң Уруғиға әбәдий-әбәт көрситиду.

Изаһәтләр