Зәбур 19:1—14
Хор башчисиға. Давутниң нахшиси.
19 Асманлар Худаниң шөһритини җакалимақта,
Униң қоллириниң паалийәтлири тоғрисида
Көкләр баян қилмақта.
2 Күн күнгә сөзни қуймақта
Вә түн түнгә билим ачмақта.
3 Йә тили, йә гепи йоқ уларниң,
Һәтта авазиму аңланмайду.
4 Лекин пүткүл зиминдин үни өтиду,
Уларниң сөзлири йәрниң қириғичә.
Уларда У қуяшқа макан бәлгүлиди.
5 У нека сарийидин той жигитидәк чиқмақта,
Шәрәплик батурдәк мусаписини жүгримәктә.
6 Саманиң бир четидә униң чиқиши вә петиштә
Йоли түгәйду. Һечким иллиқлиғидин хали әмәс.
7 Йәһваниң Қануни камилдур, җанни тирилдүриду.
Йәһваниң гувалиғи тоғридин-тоғра,
Тәҗрибисизни дана қилиду.
8 Йәһваниң әмирлири адилдур, жүрәкни
Хошал қилиду. Йәһваниң вәсийити
Нурлуқ, көзләрни ачиду.
9 Йәһваниң қорқунучи пактур, бақи болиду.
Йәһваниң сотлири һәқ, дурустин-дурустур!
10 Улар алтундин һәм көплигән есил ташлардин
Қиммәттур. Һәрә угисидин аққан һәсәлдин
Татлиғирақ һәм артуғирақтур.
11 Улар Сениң қулуңни агаһландуриду,
Уларға әмәл қилишта — бүйүк мукапат.
12 Ким хаталиқлирини пүтүнләй билиду?
Мәхпий гуналиримдин тазилиғайсән.
13 Өзбешимлиқ гуналардин бәндәңни тутувалғина,
Улар үстүмдин башқурмисун, шу чағда
Мән нуқсансиз болуп, нурғун еғир
Қилмишлардин азат болимән.
14 Еғизимниң сөзлири һәм қәлбимниң ойлири
Саңа яқсун. Йәһва, мениң Қиятешим,
Сетивалғучим, Сәндә илтипат тапай!