Зәбур 2:1—12

2  Немә үчүн хәлиқләр исиян көтәрмәктә вә Қәбилиләр бекар нәрсини нийәт қилмақта?   Йәр шаһлири қозғилаң башлап, Атақлиқлар Йәһва һәм Униң майланған Вәкилигә қарши жиғилип, чиқмақта.   Улар: «Буларниң риштилирини үзүп, Өзимиздин жүкини ташлайли!»— дәйду.   Асманда Яшиғучи күлиду, Йәһва уларни мәсхирә қилиду.   У Өз ғәзиви вә қәһри билән Уларни паракәндиликкә салиду:   «Мән Өз Падишайимни Сионда, Мениң муқәддәс теғимда майлидим!»   Йәһваниң тохтамини җакалай, У маңа: «Сән Мениң Оғлум, бүгүн Мән саңа Ата болдум»,— деди.   «Мәндин сора, саңа хәлиқләрни мирасқа Беримән вә пүтүн зиминни сениң Егилигиңгә тапшуримән.   Сән уларни төмүр калтәк билән башқурисән, Уларни сапалчиниң қачилири қәби чеқиветисән».  10  Демәк, шаһлар, әқилгә кириңлар, Йәр һакимлири, түзилиңлар!  11  Йәһваға қорқунуч ичрә хизмәт қилиңлар, Әймиништә хошаллиқ тепиңлар.  12  Оғлини һөрмәтләңлар! Шунда У ғәзәпләнмәйду Вә йоллириңларда йоқимайсиләр. Сәвәви, Униң қәһри йеқинда яниду вә Униңға ишәнгәнләр нәқәдәр бәхитликтур!

Изаһәтләр