Зәбур 21:1—13

Хор башчисиға. Давутниң күйи. 21  Йәһва, Сениң күчүңдә болуп, падиша Шатланмақта. Униң хошаллиғи нәқәдәр улуқ!   Сән униңға қәлбиниң истигини орунлап бәрдиң Вә еғизиниң дуайини рәт қилмидиң. (Селаһ)   Сән уни яхшилиғиңниң бәрикити билән қарши Алдиң вә бешиға есил ташлардин Алтун таҗни кийдүрдиң.   У Сениңдин һаятлиқ сориди — Сән болсаң, Униңға әбәттә мәңгү һаятлиқ бәрдиң.   Сән әвәткән ниҗатлиқтики шәрипи бүйүктур: Сән уни гөзәллик билән қәдир-қиммәткә йөгидиң.   Сән уни бақий бәрикәтләрниң кепиллик зати Қилдиң, йүзүң алдида у хурсәнлик тапти,   Сәвәви, падиша Йәһваға тайиниду вә Илаһиниң Шәпқитигә ишиниду. Шуңлашқа у һеч тәврәнмәс.   Сениң қолуң барчә дүшмәнлириңни тапиду, Оң қолуң — саңа өчләрни.   Нәпрәтләнгән саатиңда уларни көйүватқан очаққа Охшитисән. Йәһва Өз кәһридә уларни жутуп, Униң ялқуни һәммини йоқ қилиду.  10  Сән уларниң йәрдики мевисини қириветисән вә Инсан оғуллири ичидин уларниң әвладини.  11  Чүнки улар саңа қарши қәстлик-зиян вә әмәлгә Ашуралмайдиған һарам нийәтләрни ойлиди.  12  Сән уларни нишан қилисән, Оқлириңни үзигә атисән.  13  Һәй, Йәһва, қадирлиғиңда көтирилгин! Биз Сениң қудритиңни мәдһийиләп, Шат-шадиман нахша ейтимиз.

Изаһәтләр