Зәбур 22:1—31
Хор башчисиға. Таң сүзүлгәндә.
Давутниң нахшиси.
22 Илаһ, Илаһим, немишкә Сән мени қалдурдиң?
Немә үчүн мениңдин жирақлаштин?
Наләмни аңлимай, қутқузмайсән?
2 Илаһим! Күндүзи чақиримән, лекин Сән
Аңлимайсән. Түндә пәрияд қилимән,
Бирақ маңа арам йоқ.
3 Сән — Муқәддәс Шәхс, Исраилниң махташлири
Арисида мәңгү-әбәт яшайсән!
4 Саңа атилиримиз ишәнч бағлиған
Вә Сән уларни қутулдурған.
5 Саңа улар мураҗиәт қилип, ниҗат тапатти,
Саңа ишинип, һечқачан уятта қалматти.
6 Амма мән қурут, инсан әмәс, кишиләр алдида
Шәрмәндиликтә һәм хәлиқниң нәпритидә.
7 Мени көргән барлиғи тиллайду, ағзини керип
Сөзләп, бешини еғанлитип чайқайду:
8 «У Йәһваға ишәнди: уни қутқузсун!
Әгәр Униңға әзиз болса, уни азат қилсун!»
9 Сән мени қосақтин чиқирип, анамниң көксидә
Тиничлитип, ишәнчигә бөлигән едиң.
10 Туғулушимдин Саңа берилдим, анамниң ичидин
Башлап, Сән мениң Худайимим.
11 Мәндин чәтнимигинә, чүнки балаю-апәт йеқиндур
Һәм башқа ярдәмчим йоқтур.
12 Көплигән буқилар мени қоршиди,
Башанниң күчлүк өкүзлири чөриди.
13 Маңа чишлирини ғучурлитип,
Олҗа тапқан ширдәк ғарилдиди.
14 Мән судәк төкүлдүм, сүйәклиримниң барлиғи
Чечилди, жүригим момдәк ерип кәтти.
15 Күчүм сапал парчидәк қуруп кәтти,
Тилим ағзимға чаплашти,
Сән мени өлүм-тупраққа беривәттиң.
16 Иштлар мени қоршавалди, явузлар топи
Чөрәдиди, пут-қоллиримни нәйзилиди.
17 Мән пүтүн сүйәклиримни саналаймән,
Улар маңа қарап, тамашә көрүватмақта.
18 Өз ара кийимлиримни бөлүватиду
Вә улар һәққидә чәк ташлаватиду.
19 Сән, Йәһва, чәттә турмиғина! Аһ, мениң
Қудритим, ярдәмгә алдириғина.
20 Җенимни қиличтин қутулдурғин,
Иштлардин ялғуз җенимни.
21 Шир чишлиридин вә өкүз мүңгүзидин
Сақлиғина, мени аңлап, азат қилғина.
22 Мән исмиңни бурадәрлирим арисида
Җакалаймән, жиғин ичрә Сени мәдһийиләймән!
23 Йәһва Рәббдин қорқудиғанлар, Униңға апирин
Ейтиңлар! Яқуп әвлади, Уни шәрәпләңлар!
Исраил уруғи, Уни чоңқур һөрмәтләп,
Еһтирам-шәрәп көрситиңлар!
24 Чүнки У сәл қаримиди вә азапланған дуасини
Рәт қилмиди. Униңдин йүзини япмай,
Униң илтимасиға қулақ салди.
25 Бүйүк жиғилишта Саңа апирин әйләймән!
Униңдин қорқудиғанлар алдида
Қәсәмлиримни орунлаймән.
26 Жугачлар йәп-тойиду, Йәһвани издигәнләр
Уни махтайду. Силәрниң жүрәклириңлар
Та әбәт яшисун!
27 Йәр чәтлири Йәһвани әскә елип, Униңға бурулиду
Вә Униң йүзи алдида хәлиқләрниң барлиқ
Қәбилилири ибадәт қилиду.
28 Чүнки Йәһваға Падишалиқ мәнсүп,
У — хәлиқләрниң Егисидур!
29 Зиминниң семизлири еғиз тегип, Униң
Алдида тазим қилиду. Униң алдида топиға
Айлинип кетидиғанлар үзигә жиқилиду,
Чүнки улар җенини сақлалмайду.
30 Мениң әвладим Униңға хизмәт қилиду вә
Йәһва тоғрилиқ кәлгүси әвлатқа җакалиниду.
31 Униң һәқиқити адәмләргә вәз қилиниду,
Келәчәктә туғулидиған хәлиқләргә Униң
Яратқучи екәнлиги чоқум йәткүзүлиду.