Зәбур 23:1—6
Давутниң күй-нахшиси.
23 Йәһва — мениң Падичим.
Мән муһтаҗлиқта болмаймән.
2 У мени мол яйлақларда ятқузиду,
Мени тинич суларға апириду.
3 У җенимға хошаллиқ беғишлап, Өз исми
Үчүн һәққаний йоллирида жүргүзиду.
4 Һәтта қаза сайиси вадисида жүрсәмму,
Зулумдин қорқмаймән, чүнки Сән
Мениң биләндур. Һасаң билән калтигиң
Маңа тәсәлли бәрмәктә.
5 Дүшмәнлирим көзичә маңа дәстихан яйдиң,
Бешимға зәйтун мейини қуйдуң.
Мениң қачам дайим толтуруқлуқ.
6 Шундақки, илтипатиң вә шәпқитиң өмрүмниң
Барлиқ күнлиридә мениң билән биллә болуп,
Йәһва Худаниң өйидә мән узақ жиллар яшаймән!