Зәбур 25:1—22

Давутниң нахшиси. א [Алеф] 25  Һәй, Йәһва, Саңа җенимни тәғдим қилимән. ב [Бет]   Худайим, Саңа тайинимән, шәрмәндиликтә Қоймиғина, дүшмәнлирим үстүмдин Тәнтәнә қилмисунчу! ג [Гимел]   Саңа ишәнгәнләрниң һечқайси иза тартмайду, Сениңдин чекингәнләр уятта қалиду. ד [Далет]   Йәһва, йоллириңни көрсәткинә һәм Сениң Мәзкүр йолуңда маңа меңишни үгәткинә. ה [Хе]   Һәқтә жүрүшкә тәлим бәргинә, Чүнки Сән ниҗатимниң Худаси. ו [Вав] Һәр күни пәқәт Саңа үмүт қилимән. ז [Зайин]   Йәһва, рәһимдиллиқ вә меһриңни ядиңға Кәлтүргинә, чүнки улар әбәдийдур. ט [Хет]   Яшлиғимниң гуналири билән қилмишлирини Есиңға алмиғина. Мени Өзәңниң шәпқити Вә илтипати түпәйли, аһ, Йәһва, әслигинә! ט [Тет]   Йәһва диянәтлик һәм яхшилиқ Қилғучи, Шуңа гунакарларға дурус йол көрситиду. י [Йод]   Мулайимни һәқиқәт йолиға қоюп, Жугачларни униңға үгитиду. כ [Каф]  10  Йәһваниң барлиқ йоллири Униң келишимини Вә аянлирини булҗутмай сақлиғанлар Үчүн һәм меһрибан, һәм садақәт. ל [Ламед]  11  Оһ, Йәһва, улуқ исмиң үчүн Мениң Җинайитимни кәчүргинә, гәрчә у зор болсиму. מ [Мем]  12  Йәһвадин қорқудиған киши у ким? У униңға Керәклик йолни дайим көрситип бериду. נ [Нун]  13  Униң яхшилиғида раһәтлиниду Вә униң уруғи йәргә егә болиду. ס [Самех]  14  Йәһваниң сири Униңдин әйминидиғанларда Болуп, Өз келишимини У уларға Ечип-чүшәндүрүп бериду. ע [Айин]  15  Мениң көзлирим дайим Йәһваға қаритилған, Чүнки У путлиримни тордин чиқириду. פ [Пе]  16  Маңа йүзүңни қаратқина вә маңа илтипат Көрсәткинә, чүнки мән ялғуз һәм тәқиптә. צ [Цаде]  17  Қисилған жүригим кәңәйсун, Тарчилиғимдин мени азатлиғина. ר [Реш]  18  Бәхитсизлигим билән дәрдимгә диққәт ағдурғина Вә барлиқ гуналиримни һиммәтлик кәчүргинә.  19  Қариғина, қаршилашқучилирим қанчилик Көпийип кәтти вә қандақ дәһшәтлик нәпрәт Билән мени улар өч көриду. ש [Шин]  20  Җенимни сақлап, қутулдурғина, мән иза Тартмайчу, чүнки Сениңда макан таптим. ת [Тав]  21  Әйипсизлигим һәм тоғрилиғим мени күзәтсун, Сәвәви, Саңа пүтүнләй ишинимән.  22  Тәңрим, Исраилни сетивелип, Бар қайғулиридин қутулдурғин!

Изаһәтләр