Зәбур 26:1—12
Давутниң нахшиси.
26 Йәһва, маңа һөкүм чиқарғайсән, чүнки әйипсиз
Жүрүватимән. Тейилип кәтмәслигим үчүн,
Дайим Йәһваға тайиниватимән.
2 Йәһва, мени тәкшүрүп синиғина. Жүригим билән
Бөрәклиримни Өзәң тазилап бәргинә.
3 Чүнки Сениң меһрибанлиғиң көз алдимдин
Кәтмәйду, Сениң һәқиқитиңдә мән жүримән.
4 Сахтипәз киши билән олтармаймән
Вә мәккарлар билән жүрмәймән.
5 Мән явузларниң җәмийитини өч көримән вә
Рәзилләр билән мән йеқинлашмаймән.
6 Қоллиримни паклиқта жуюмән вә қурбангаһиңни,
Йәһва, айлинип-чөгиләп өтүмән.
7 Мениң шүкүрлирим аңлиниши Сениң барлиқ
Мөҗүзилириңни тәпсилий җакалаш үчүндур.
8 Йәһва! Мән ибадәтханидики маканиңни яхши
Көримән вә Сениң шөһритиң
Җайлашқан йәр-орнуңни сөйимән!
9 Җенимни гунакар билән алмиғина вә өмрүмни
Қанхорлар билән һалак қилмиғина.
10 Уларниң алиқинида явузлуқ
Вә оң қоли парихорлуққа толған.
11 Мән болсам, аддийлиғимда жүримән.
Мени сетивелип, илтипат көрсәткәйсән.
12 Айиғим түз йәрдә туриду:
Жиғинда Йәһвани мәдһийиләймән!