Зәбур 3:1—8

Ушбу Давутниң күйи у оғли Абсаламдин қачқан вақтида йезилған. 3  Аһ, Йәһва! Дүшминим көпийип кәтти Вә нурғунлири қарши турди!   Нурғунлири җеним һәққидә: «Худа Уни қутқузмайду»,— дәйду. (Селаһ)   Лекин Сән, Йәһва, қалқиним, Сән мән үчүн Шан-шөһрәт, Сән бешимни көтирисән.   Йәһваға қаттиқ үндәймән вә У муқәддәс Теғидин җавап бериду. (Селаһ)   Мән йетип ухлаймән һәм андин туримән, Чүнки мени Йәһва қоғдайду.   Маңа қарши һүрпийип чиққан Түмән хәлиқтин қорқмаймән.   Аһ, Йәһва, турғина! Пәрвәрдигарим, мени Қутқузғина! Сән дүшмәнлирим качатлириға Уруп, рәзилләрниң чишлирини сундурғина!   Йәһвадин — қутқузулуш, хәлқиң үстидә Бәрикитиң болсуң! (Селаһ)

Изаһәтләр