Зәбур 30:1—12

Ибадәтханини тәнтәнә беғишлаш мәрасимиға йезилған Давутниң күйи. 30  Йәһва, Сени җан-дилимдин махтаймән! Чүнки Сән мени көтирип, дүшмәнлиримгә Үстүмдин тәнтәнә қилишқа имканийәт бәрмидиң.   Аһ, Йәһва, Тәңрим! Саңа мураҗиәт Қилғандим вә Сән мени сақайттиң.   Йәһва, Сән йәликтин җенимни чиқирип, Мени тирилдүрдиң. Сәвәви, мениң қәбиргә Чүшүп кәтмәслигимни ойлидиң.   Йәһваға нахша ейтиңлар, муқәддәслири, Униң Хасийәтлик исмини һармай мәдһийиләңлар!   Униң ғәзиви бир дәқиқигә, илтипати болса, Пүткүл өмүргә. Кәчқурун жиға келиду, Әтигәнлиги хошаллиқ садаси.   Мән раһәтлинип жүргәндә: «Һәргиз тәврәнмәймән!»— дедим.   Илтипатиң түпәйли, Йәһва, теғим мәккәм туратти. Сән йүзүңни йепиведиң, мени әндишә бағлиди.   Шу чағда мән, Йәһва, Сени чақирдим Вә Йәһвани мундақ дәп ялвурдум:   «Мениң қенимдин немә пайда, мән йәликкә Чүшкәндә? Туприғим Сени махтамду Вә Сениң һәқиқитиңни сөзләмду?  10  Оһ, Йәһва, маңа қулақ салғина! Йәһва, маңа Рәһим көрситип, Өзәң ярдәм қилғина».  11  Наләмни шатлиққа алмаштурдиң, мениңдин мишкапни йешип, уссулға бәндәңни чүшәрдиң.  12  Мениңдики бар яхши нәрсә Саңа нахша ейтип, Тохтимайду. Йәһва Рәббим мениң, Сени мәңгү һәмдусанә оқуймән!

Изаһәтләр