Зәбур 32:1—11

Давутниң мулаһизиси. 32  Кимниң қилмиши кәчүрүлсә вә кимниң гунайи Йепилса, шу киши бәхитликтур!   Йәһва Пәрвәрдигар әйиплимигән вә роһида Қувлуқ йоқ, мана, шу киши бәхитлик!   Мән сүкүт сақлиғинимда, күндә товлишимдин Устиханлирим пүтүнләй қуруп кәтти,   Чүнки кечә-күндүз Сениң қолуң үстүмдин Көтириклик еди. Яз аптивидә соғулғандәк, Һаятий ширнилирим қалмиди. (Селаһ)   Ахири мән Саңа гунайимни ечип, әйивимни Йошурмидим. Мән: «Йәһваниң алдида Барчә қилмишлиримни ейтип берәй»,— дәп, Җүръәтләндим. Шуниң билән Сән мениңдин Гунайимниң әйивини еливәттиң. (Селаһ)   Шуңлашқа Сени тепишқа вақит яр бәргәндә, Һәрқандақ вапа киши Сени издәп ялвуриду. Шу чағда зор суларниң еқими Уларни елип кәтмәйду.   Сән — мениң Чедирим, мени бесимдин Сақлайсән, мени ниҗат хошаллиқлири Билән чөрәдәп қоршайсән: (Селаһ)   «Саңа әқил-идрәк беримән вә тоғра йолни Көрситимән. Мәслиһәт берип, байқаймән.   Ат вә әқли йоқ хечирға охшима, уларниң Қилиғини еғиздуруқ яки қамча билән Тизгинләш керәк, шунда өзәңгә ишлитәләйсән».  10  Яман кишиниң дәрди нурғун, Йәһваға таянған кишини вапа меһир-муһәббәт қоршайду.  11  Һәққанийлар, Йәһва Тәңридә шатлиниңлар, Диянәтлик қәлб егилири тәнтәнә қилиңлар!

Изаһәтләр