Зәбур 34:1—22
Давутниң, Абимәләк алдида өзини сараң болуп көрсәткини
түпәйли, униңдин қоғланди болған чағда язған нахшиси.
א [Алеф]
34 Йәһвани һәр вақитта мәдһийиләймән
Уни махташ еғизимдин чүшмәйду.
ב [Бет]
2 Йәһва билән қәлбим шатлиқтур,
Азап тартқанлар аңлап, хошал болсун.
ג [Гимел]
3 Йәһвани мениң билән улуқлаңлар,
Униң исмини биргә махтайли!
ד [Далет]
4 Мән Йәһвани издиведим, У мени аңлиди.
Барчә хәтәрдин мени қутулдурди.
ה [Хе]
5 Униңға қариғанлар билим алмақта,
Уларниң үзлири изада қалмайду.
ז [Зайин]
6 Ушбу бечарә чақириведи, Йәһва униңға қулақ
Салди вә уни дәртлиридин қутқузди.
ט [Хет]
7 Йәһваниң пәриштиси Униңдин қорққанларни
Өп-чөрисидә күзитип, уларға ниҗат әкелиду.
ט [Тет]
8 Йәһваниң қанчилик меһриван екәнлигини синап
Беқиңлара! Униңға таянған киши бәхтияр!
י [Йод]
9 Йәһвани һөрмәтләңлар, Униң муқәддәслири,
Чүнки Униңдин әтийәт қилғанларда
Һаҗәтлик һәммә нәрсә моҗут.
כ [Каф]
10 Һәтта ширлар ач вә муһтаҗ, Йәһвани издигәнләр
Болса, һечбир яхшилиқта гадай әмәс.
ל [Ламед]
11 Келиңлар, балилирим, мени тиңшаңлар.
Мән силәрни Йәһваниң қорқунучиға үгитәй.
מ [Мем]
12 Һаятлиқни яхши көридиған, бәхтияр һәм узақ
Күнләрни көрүшни халайдиған киши, у қандақ?
נ [Нун]
13 У тилини яманлиқтин вә еғизлирини
Мәккар сөздин нери тутсун.
ס [Самех]
14 У зулумдин қечип, изгүлүкни издәп, течлиққа
Интилип, буларниң кәйнидин дайим жүрсун.
ע [Айин]
15 Йәһваниң көзлири һәққанийларға қарақлиқ вә
Униң қулақлири уларниң дат-пәриядлириға.
פ [Пе]
16 Лекин Йәһваниң йүзи вәһшилик қилғучиларға
Қарши қаритилған, У йәр-зиминдин
Уларниң хатирисини йоқ қиливатиду.
צ [Цаде]
17 Һәқлиқләр мураҗиәт қилғанда, Йәһва
Аңлайду һәм барлиқ яманлиқлардин
Уларни азат қилиду.
ק [Коф]
18 Йәһва қәлбидә езилгәнләргә йеқиндур вә
Роһий мөмүнләргә У ахири әркинлик бериду.
ר [Реш]
19 Адилларниң көп һәсрәтлири бар, амма Йәһва
Барлиғидин уларни җәзмән айрийду.
ש [Шин]
20 У униң устиханлирини сақлайду,
Уларниң бирсиму сундурулмайду.
ת [Тав]
21 Рәзилни апәт вәйран қилиду,
Һәққанийға өчләр алдиниду.
22 Йәһва Өз бәндилириниң җенини сетивалиду,
Униңға ишәнгәнләр һеч алдинип қалмайду.