Зәбур 39:1—13
Хор башчисиға. Йедутунға.
Давутниң нахшиси.
39 Мән өзәмгә мундақ дедим:
«Мән өзәмгә назарәт қилай, гуна өткүзмәшкә
Еғизимни тизгинләп, ағзимға ниқап тақай,
Чүнки йенимда рәзил турмақта».
2 Мән сүкүттә болуп, сөзлимидим. Һәтта яхши
Нәрсә һәққидиму еғиз ачмидим, амма
Хапилиғим техиму күчәйди.
3 Қәлбим ичимдә лавулдап көйди. Ойлиримда өрт
Туташти, шуниң билән гәп қилдим:
4 «Йәһва, маңа көрсәткинә, Қачан ахирим келиду
Вә күнлирим давамида өзәмниң
Карға яримаслиғимни чүшинимән?
5 Мана, Сән маңа бир чамдам өмүр бәрдиң вә
Һаятим Сениң алдиңда бир дәқиқидур.
Һәқиқәтән, һәр яшаватқан инсан қанчә
Қувәтлик көрүнмисиму,
У бари-йоқи шамалдур. (Селаһ)
6 Адәм әрваға охшаш жүриду. Мана, у
Бекардин-бекар ваң-чуң чиқирип, мүлүк
Топлайду, бирақ кимгә жиғиватқинини
Һәргиз биләлмәйду.
7 Демәк, Йәһва, мән немини күтәй?
Бирдин-бир үмүтүм — Сән.
8 Мени барлиқ гуналиримдин қутулдурғина.
Наданға тамашәмни көрүшкә бәрмигинә!
9 Мән паңшиң, ағзимни ачмаймән,
Чүнки Сән мени урдуң.
10 Маңа әвәткән җазайиңни йеникләштүргин,
Җаза қолуң мени вәйран қилмақта.
11 Әгәр Сән қаттиқ җазалисаң, Мән күйидин
Төкүлгән кийимгә охшап кетимән.
Һәрбир киши шамалдур! (Селаһ)
12 Йәһва Худайим! Мениң дуайимни қобул қилип,
Наләмни аңлиғина! Жиғилиримға қарап,
Теч олтармиғина, сәвәви, мән атилиримдәк
Пәқәт мусапирмән.
13 Маңа сүрлүк қаримиғина. Мәнму кетиштин
Авал кичиккинә дәм алайчу».