Зәбур 41:1—13
Хор башчисиға. Давутниң күйи.
41 Намратниң әһвалиға чөккән киши бәхитлик!
Апәт күнидә Йәһва уни әсләп, қутулдуриду.
2 Йәһва уни сақлап, һаятлиқ һәдийә қилиду.
У йәрдә бәхитлик яшайду. Сән уни һечқачан
Дүшмәнлириниң қолиға беривәтмәйсән.
3 Йәһва уни ағриған чеғида мустәһкәмләйду,
Сән униң аҗиз һалида орун-көрписини
Тамамән өзгәртисән.
4 Мән чақирип: «Йәһва Тәңрим! Маңа рәһим қилип,
Җенимни сақайтқина, чүнки мән алдиңда
Гуна өткүздүм»,— дедим.
5 Дүшмәнлирим мениң тоғрилиқ вәһшиләрчә:
«Бу қачанму өлә вә Униң исми унтула?»—
демәктә.
6 Арисидин бири йоқлап кәлсә, лола сөзләрни қилиду.
Көңли яман нәрсини издәп,
Андин чиқип, ғевәтни қилиду.
7 Өч көргәнләр өз ара пичирлишип,
Маңа қарши зулум ойлайду:
8 «Униң бешиға күн чүшти,
Әнди у ағрип, туралмайду».
9 Һәтта мән ишәнгән йеқин достум ненимни йәп,
Дүшмәнгә айланди. У маңа тапинини көтәрди.
10 Лекин Сән, Йәһва, меһир-шәпқәт қилғайсән
Вә мени тиклигәйсән. Шу чағда мән уларға
Уларниң төлимини қайтуримән.
11 Шуниң арқилиқ Сән илтипат көрситиватқиниңни
Биливалимән, дүшминим мәндин ешип кәтмисә.
12 Сән мени тәл-төкүз күзитисән, чүнки мән Саңа
Вападармән. Шуңа йүзүң алдида мәңгү
Турушқа иҗазәт қилисән.
13 Исраилниң Худаси Йәһвани әбәдий-әбәт
Мубарәклисун. Уни бақий мәдһийилисун!
Амин, амин.