Зәбур 42:1—11

Иккинчи китап (Күйләр 42—72) Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң тәлим-мулаһизиси. 42  Марал су ериғини издигәндәк, Җеним Сени, Илаһим, шундақ издәйду!   Мән Илаһим, тирик Худайим, Билән болушни халаймән. Қачан Униң йүзи алдида туримән?   Мән үчүн кечә-күндүз көз яшлирим нан болди, Чүнки улар дайим: «Қени Худайиң?»— дәйду.   Авалқи күнләрни әскә алғанда, көпчилик билән Пәрвәрдигаримниң өйигә мән берип, тәнтәнә Қилған җәмийәтниң шатлинишида башчилиқ Қилғиним тоғрилиқ Саңа сөйүнүп ейтимән.   Немишкә, җеним, сән қайғурисән вә Паракәндиликкә чүшисән? Худайимни күтимән, Чүнки мән йәнә Уни, мениң Ниҗаткаримни, мәдһийиләймән!   Тәңрим, мән хапичилиқта. Мән Йордан йеридики Кичик тағда, Һәрмонниң чоққилирида Сени әсләватимән.   Һаң һаңни шақиратмилар авази билән чақирмақта. Сениң барчә сулириң һәм долқунлириң Маңа йепилди.   Күндүзи Йәһва Өз шәпқитини көрситиду, түндә Болса, Мән Униңға нахшамни, һаятлиғимниң Егисигә дуайимни беғишлаймән.   Қорғиним Илаһқа мундақ дәймән: «Немә үчүн Сән мени унтудуң? Немишкә мән дүшминимниң Һақарәтлишидин хапичилиқта?»  10  Мени тәқипләватқанлар мазақлап, сүйәклиримни Сундуруватиду. Улар һәр күни: «Қени сениң Рәббиң?»— дәп соримақта.  11  Немигә қайғуруп, мән хапа болуватимән? Худаға таянғин, чүнки мән Уни, Қутқузғучимни, Һәм улуқ Пасибанимни махтаймән!

Изаһәтләр