Зәбур 43:1—5

43  Тәңрим, мениң Сотчим болғина, яман хәлиқ билән Ишқа чүшкинә! Мени қув-һелигәр адәмдин Һәм беқанун кишидин қутулдурғина.   Сән қудритимниң Мәнбәсидур. Немә үчүн мени рәт қилдиң? Немишкә риқабәтчим һақарәтлирини тохтатмай, Мән азапта болуватимән?   Өз нуруңни, һәқиқитиңни, әвәткинә, У маңа йол Көрситип, Сениң муқәддәс теғиңға Вә маканиңға елип кәлсун!   Шунда мән Худаниң қурбангаһиға келип, мениң Шатлиғим Рәббимгә Чилтаримда күй ейтип, Сени, Пәрвәрдигаримни, тохтимай махтай.   Җеним, немишкә хаватирлинисән? Немишкә хапа болуватисән? Худани күт, Чүнки мән Униңға йәнә, Өзәмниң улуқ Ниҗаткаримға, талай апирин әйләймән!

Изаһәтләр