Зәбур 44:1—26

Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң тәлими. 44  Худа, биз қулақлиримиз билән атилиримиз Сениң Қедимий заманларда, уларниң дәвридә қилған Ишлириң тоғрилиқ ейтип бәргәнлирини аңлидуқ.   Өз қолуң билән Сән хәлиқләрни қоғлап, Әҗдатларни олтарғуздиң, қәбилиләрни Қомуруп ташлап, уларни болса көпәйттиң.   Чүнки улар ушбу зиминни қиличи билән алған әмәс Вә уларниң мағдирсиз булҗуңи уларни қутқузған Әмәс. Лекин Сениң оң қолуң вә Сениң қувитиң вә Йүзүңниң уларға төкүлгән нури йәңди, чүнки Сән уларни яхши көрдүң.   Илаһим, Сән мениң Падишайим, Сән өзгәрмәйсән, Шуңа Яқупқа бүйүк ниҗатни әвәткинә!   Сениң билән биз дүшмәнни үсүветимиз, сениң Исмиң билән қарши чиққанларни чәйләймиз.   Мән оқ-яримға ишәнмәймән Вә қиличим мени сақлимайду.   Пәқәт Сән қаршилашқучилардин қутулдурған Едиң вә бизни өч көридиғанларни пәсәйткән.   Һәр күни Пәрвәрдигаримиз билән махтинимиз вә Сениң исмиңни мәңгү егиз көтиримиз! (Селаһ)   Бирақ һазир Сән бизни рәт қилип, иза тартқуздиң, Биз билән биргә урушларға чиқмайсән.  10  Дүшмәндин бизни қачуриватисән Вә улар булаңчилиқ қиливатиду.  11  Сән бизни йәмгә берилгән қойларға охшитип, Хәлиқләр арисида қачақлардәк тарқаттиң.  12  Өз хәлқиңни әрзән сетивәттиң вә Униң баһасини көтәрмидиң.  13  Бизни хошнилиримизниң мәсхирә қилишиға Айимай беривәттиң. Әтрапимизда Яшиғучилар тамашимизни көрүватиду.  14  Биз хәлиқләр үчүн тәмсил болдуқ, Бизгә қарап, Чәтәлликләр башлирини чайқайду.  15  Күндин күнгә шәрмәндилигим көз алдимда вә иза Тартишим үзүмни қизартмақта.  16  Мәсхирә қилғучиниң, тәнбиһ бәргүчиниң Сөзлиридин һәм адавәт вә өч Алғучидин азаплинимән.  17  Буниң һәммиси башқа чүшти, лекин биз Сени Унтумидуқ вә келишимиңни бузмидуқ.  18  Жүригимиз Сениңдин тәтүр қаримиди вә Излиримиз Сениң йол-йориғиңдин чиқмиди.  19  Сән бизни әҗдиһа йеридә җазалиғанда вә Өлүм сайиси билән бизни япқанда,  20  Әгәр Худайимизниң исмини унтуп, Ғәйри худаға қоллиримизни көтәргән болсақ,  21  Буни Худайимиз көрмәттиму? Чүнки У жүрәк Сирлирини мукәммәл Билгүчидур.  22  Әксичә, Сән үчүн бизни һәр күни өлтүрмәктә, Биз билән боғузлинидиған қойлардәк Иш тутмақта.  23  Аһ, Йәһва, биз үчүн турсаңчу! Немигә Ухлаватисән? Ойғанғина, бизни мәңгүгә Рәт қилмиғина!  24  Немишкә Сән йүзүңни йепивалдиң? Немишкә Дәрдимиз билән азавимизни унтуватисән?  25  Җенимиз тупраққа чүшти, тенимиз болса, Йәрдә миҗилип ятмақта.  26  Ярдәмчимиз, турғина һәм бизни вапа Меһир-муһәббитиң түпәйли азат қилғина!

Изаһәтләр