Зәбур 45:1—17
Хор башчисиға. «Лаләгүл» навасиға.
Кораһ оғуллириниң тәлими.
Муһәббәт нахшиси.
45 Жүригимдин хуш хәвәр ақмақта. Мән күйләймән:
«Нахшам Падиша һәққидә. Тилим маһиранә
Көчәргүчиниң қәлимидәк болсун».
2 Сән инсан оғуллириниң ичидики әң гөзили.
Сениң еғизиңдин ушпурақ гәп чиқмақта,
Чүнки Худайиң сени әбәт бәрикәтлиди!
3 Белиңға күчлүк қилич асқин, Сән шан-шәрәп
Қәдир-қиммәт мәртивигә кийилдиң.
4 Ушбу зенитиңдә алдириғин, Һәқиқәт,
Мулайимлиқ һәм һәққанийлиқ үчүн җәң һарвуға
Олтарғин. Оң қолуң ғалибийәт үчүн
Мөҗүзиләрни көрситиду.
5 Җасур Җәңчи, оқлириң учлуқ, улар Падиша
Дүшмәнлириниң жүригигә санчилиду.
Хәлиқләр һакимийитиң шөһрити
Астида чоқум жиқилиду,
6 Худа сениң бақий Тәхтиң. Падишалиқ
Һасатайиғи — адиллиқниң һасатайиғидур!
7 Сән һәқиқәтни яхши көрисән вә қанунсизлиқни
Өч көрисән. Шуңа Худа, сениң Тәңриң,
Башқа падиша-несипкарлар ичидә
Хошаллиқ мейи билән көпирәк сени майлиди.
8 Сениң кийимлириң мурмәкки, алое вә дарчин билән
Хуш пурайду. Пил устихинидин ясалған сарайда
Яшиғанлар саңа апирин әйләйду.
9 Сениң хизмәткарлириң қатарида Падишаларниң
Қизлири. Оң қол тәрәптә Офир алтуниға
Безәлгән мәликә туриду.
10 Қизим, қара, маңа қулақ салғиң,
Хәлқиңни вә атаңниң өйини унти.
11 Падиша гөзәллигиңни сөйиду, У сениң
Һакимдариң. Сән униңға тазим қилғин.
12 Тирниң қизи алдиңға һәдийәләр билән келиду,
Инсанлардин барчә Һаллиқлири саңа ялвуриду.
13 Падиша қизи зор байлиқта яшайду,
Униң кийими алтундин болиду.
14 Безәлгән либаста у Падишаға келиду, униң
Кәйнидин достлири, иппәтлик қизлар,
Саңа әкелиниду.
15 Улар шат-хорам, хошаллиқта
Падишаниң сарийиға кириду.
16 Падиша, атилириң орнида оғуллириң болиду,
Сән уларни пүткүл йәр йүзидә мәмнун билән
Бәгләр қилип қойисән.
17 Мән исмиңни әвлаттин-әвлатқа зади унтулмас
Қилимән. Шуңлашқа хәлиқләр сени
Мәңгүлүктә шәрәпләйду!