Зәбур 47:1—9

Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң күйи. 47  Барлиқ хәлиқләр, чавақ челиңлар! Худаға тәнтәнә үндәңлар!   Чүнки Йәһва Илаһимиз әйминишкә сазавәр, У пүткүл йәрниң улуқ Падишаси!   У бизгә хәлиқләрни беқиндурмақта, Қәбилиләрни айиғимизға ташлимақта.   Биз үчүн У мирас таллимақта, Сөйгән Яқупниң гөзәлликлигини. (Селаһ)   Худа шат үнләрдә көтирилмәктә, Йәһва мүңгүз челинишида чиқмақта.   Худани нахшида махтаңлар, Униңға, Падишамизға, күй ейтиңлар.   Сәвәви, Худа хәлиқләр үстидин Падиша болди! Уни даналарчә мәдһийиләңлар.   Худа бар хәлиқ үстидин Һөкүмран, Өз муқәддәс тәхтидә олтарди.   Хәлиқләр даһилири Ибраһимниң Илаһиниң Хәлқи билән қошулмақта, чүнки йәр қалқанлири Худаниң һакимийитидә. У улуғвардур!

Изаһәтләр