Зәбур 5:1—12
Хор башчисиға. Пүвдәп чалидиған әсвапларда. Давутниң күйи.
5 Йәһва, сөзлиримгә қулақ салғина вә
Аһ урушлиримни чүшәнгинә!
2 Падишайим вә Рәббим! Пәриядимниң үнини
Байқиғина, чүнки Саңа мән дуа қилимән.
3 Аһ, Йәһва, сәһәрдә авазимни аңлиғайсән,
Әтигән алдиңда туруп, шуни күтимән.
4 Сәвәви, Сән қилмишни өч көрүдиған Худа.
Сениңда зулум маканлашмайду.
5 Көрәңләр көз алдиңда турмайду.
Сән қанунсизлиқни билип туруп
Өткүзидиғанлардин нәпрәтлинисән.
6 Ялған ейтидиғанларни қириветисән. Қан төкүдиған
Һәм мәккардин жиркиниду Йәһва Һөкүмран.
7 Мән болсам, Сениң улуқ шәпқитиң бойичә
Өйүңгә кирип, бүйүк маканда,
Зор әймиништә ибадәт қилимән.
8 Йәһва! Һәқиқитиң бойичә маңа рәһбәрлик
Қилғина, дүшмәнлиримгә зит алдимдики
Сениң йолуңни түзләвәткинә!
9 Улар еғизида һәқ йоқ, ичидә әхлақсизлиқ,
Гекитиги очуқ қәбир, тилида лолилиқ.
10 Худайим, уларға утуқ бәрмәй, нийәтлирини
Бузувәткинә! Җинайәтлири нурғунлиғидин
Уларни ғулатқина, чүнки улар
Саңа қарши исиян көтәрди.
11 Саңа таянғанлар шатлинип, мәңгү хурсән болиду.
Сән илтипат көрсәткәнләр вә исмиңни яхши
Көргәнләр әбәдий-әбәт яшайду!
12 Чүнки Сән, Йәһва, һәққанийни бәрикәтләйсән.
Илтипатиң түпәйли қалқандәк һимайә қилисән.