Зәбур 50:1—23
Aсафниң нахшиси.
50 Илаһлар Илаһи Йәһва сөзләватиду: Инсанийәтни
Күн чиқиштин күн петишқичә чақириватиду.
2 Худа гөзәлликниң әрши болған
Сиондин намайән болмақта.
3 Тәңримиз келип, сүкүт сақлимайду.
Униң алдида ялмайдиған өрт жүрмәктә,
Өп-чөрисидә қаттиқ боран.
4 Өз хәлқини сотлаш үчүн,
У асман-йәрни чақирмақта:
5 «Маңа муқәддәслиримни жиғиңлар, қурбанлиқ
Асасида Мән билән келишим түзгәнләрни».
6 Әрш Униң һәқлиғини җакалиди,
Чүнки Тәңри Сотчидур. (Селаһ)
7 «Хәлқим, Маңа қулақ салғин. Саңа, Исраил,
Гувалиқ қилимән, Мән Худа — сениң Рәббиң.
8 Мән сени қурбанлиқлириң үчүн әйиплимәймән,
Көйдүрмилириң дайим көз алдимда.
9 Маңа сениң буқилириңниң яки қоралириңдики
Текилириңниң һечқайси керәк әмәс.
10 Сәвәви, җаңгалдики һайванлар Мениңки вә
Тағлардики миңлиған мал-варан Мениңкидур.
11 Мән һәммә җайдики қушларни билимән
Вә даланиң җанлиқлири Мениң алдимда.
12 Әгәр қосиғим ачқан болса, Мән саңа ейтматтим,
Чүнки барлиқ каинат һәм уни тоштуридиған
Нәрсиләр маңа тәәллуқ.
13 Мән өкүзләр гөшини йәймәнму
Вә текиләрниң қенини ичимәнму?
14 Худайиңға қурбанлиққа мәдһийә әкәл
Вә Илаһиңниң алдида вәдилириңни орунла.
15 Мени апәт күнидә чақирғин, шунда Мән
Сени қутқузимән, Сән болсаң,
Мени шәрәпләйсән».
16 Рәзилгә Худа мундақ дәйду: «Сән немә үчүн
Мениң қанунлиримни вәз қиливатисән?
Сән немишкә Мениң келишимим
Һәққидә сөзләватисән?
17 Өзәң болса, тәлиматимға өч
Вә сөзлиримни арқаңға ташлайсән.
18 Оғрини көрсәң, уни мақуллайсән
Вә зинахор билән охшаш иш қилип жүрисән.
19 Еғизиңдин көп қарғишлар чиқип,
Тилиңға алдамчилиқ чаплашти.
20 Олтирип, бурадәриңниң ғевитини қилисән,
Анаңниң оғлиға яла-төһмәт яписән.
21 Сән мошуларни қилдиң, мән үн қатмидим.
Шуңлашқа сән мени өзәңдәк, дәп ойлидиң.
Лекин мән сени паш қилимән,
Көз алдиңда әйип-гуналириңни көрситимән.
22 Пәрвәрдигарни унтуғанлар, мошуни ойлап
Көрүңлар! Болмиса, мән титиветимән
Вә һечким қутулдуралмайду.
23 Ким Мени һөрмәтлисә, ким қурбанлиққа мәдһийә
Әкелип, ким йолида еһтиятчан болса, Мән униңға
Ниҗатимни разилиқ билән һәдийә қилимән».