Зәбур 54:1—7

Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларниң җор болушида. Давутниң нахшиси. Зипийлар Саул падишаға келип: «Давут биздә мөкүп жүриду»,— деди. 54  Худайим! Исмиң билән мени қутқузғина вә Қудритиң билән Мени һимайә қилғина.   Тәңрим! Илтиҗамни аңлиғина Һәм гепимгә қулақ салғина!   Чүнки ятлар маңа баш көтирип, Вәһшиләр җенимни издимәктә. Улар Худани алдида тутмайду. (Селаһ)   Мана, Рәббим — Ярдәмчим. Йәһва қәлбни мустәһкәмләйду.   Зулумни дүшмәнләргә қайтуруп, Һәқиқитиң билән уларни уҗуқтур.   Ихлас билән Саңа қурбанлиқни әкелимән, Исмиңни, Йәһва, мәдһийиләймән, чүнки у гөзәл!   Сән мени барлиқ дәртлиримдә қутулдурисән, Қаршилашқучиларға көзүм қорқмай қарайду.

Изаһәтләр