Зәбур 58:1—11
Хор башчисиға. «Һалак қилма». Даувтниң нахшиси.
58 Растла һәқни силәр, күчлүкләр, ейтиватамсиләр?
Инсан оғуллири, силәр адил һөкүм
Чиқириватамсиләр?
2 Яқ, әксичә, жүрәклириңларда қанунсизлиқни
Ойлап, таразиға қолуңлар зорлуғини қойисиләр.
3 Туғулушидин башлап рәзилләр чекиниду, аниниң
Қосиғидин тартип, ялғанға амрақтур.
4 Уларда иланниң оғиси болмақта, қулиғини
Йепивалған паң иланниң зәһәри бар.
5 Улар сехирчиниң сөзини аңлимайду,
Һәтта өз кәспидә маһир болған устиларни.
6 Тәңрим! Ағзидики чишини сундурғина, аһ, Йәһва!
Яш ширлар иңәклирини муштунлап чеқивәткинә!
7 Улар судәк төкүлүп кәтсун,
Оқларни атқанда, жиқилсун.
8 Сазаң қуруттәк ерип кәтсун,
Аял чүшүгидәк күн көрмисун.
9 Силәрниң қазиниңлар көйүватқан тикәндин
Тәптини алғичә, уюн өртни вә көкәргән
Кокатни учартип кәтсун.
10 Һәққаний адавәтни көрүп, хошал болиду.
Путлирини рәзилниң қенида жуюветиду.
11 Адәмләр шу чағда: «Адилға мевә баркән!
Һәқиқәтән, йәрниң Сотчиси
Яратқучи баркән!»— дәйду.