Зәбур 61:1—8
Хор башчисиға. Тарлиқ саз әсвавида. Давутниң зәбур-нахшиси.
61 Оһ Худа, пәриядни аңлиғина!
Дуайимға қулақ салғина.
2 Йәрниң четидин Саңа налә қиливатимән,
Қәлб ағришида. Егиз теғиңға әкәткинә,
3 Чүнки Сән панагаһим, дүшмәнниң көзидә
Сән мениң чиң мунарим.
4 Мән чедириңда мәңгү яшай,
Қанатлириң астида арам тапай. (Селаһ)
5 Чүнки Сән, Илаһим, мениң қәсәмлиримни
Аңлидиң вә исмиңни һөрмәтләйдиғанларниң
Мирасини маңа бәрдиң.
6 Падиша күнлиригә күн қошқин һәм униң мубарәк
Жиллирини Әвлаттин-әвлатқичә узартқин.
7 У Худайиниң алдида әбәт падишалиқ қилсун.
Шәпқәт вә һәқиқәткә уни күзитишни буйриғин.
8 Шуңа мән дайим исмиңни күйләймән,
Күндин-күнгә вәдилиримни орунлаймән.