Зәбур 66:1—20
Хор башчисиға. Нахша.
66 Илаһқа пүткүл йәр үндә, зиминниң турғунлири,
Тәңрини шатлинип, махта!
2 Униң һәйвәтлик исмини мәдһийиләп,
Шан-шәрәп һәм апирин ейтиңлар.
3 Худани улуқлап, мундақ дәңлар:
«Сән ишлириңда қанчә һәйвәтлик,
Һәтта бүйүк күчүңни көрүп,
Дүшмәнлириң ялақчилиқ қилиду!
4 Пүткүл йәр Саңа тазим қилип, саз челип, исмиңниң
Улуқлиғини нахшисида ейтиду!» (Селаһ)
5 Келип, Илаһимизниң ишлирини көрүңлар, инсанлар
Яхшилиғиға қилған паалийитини байқаңлар.
6 У деңизни қурғақлиққа айландурди, улар дәрияни
Кечипла өтти. Ушбу җайда биз Униң
Тоғрисида хошал болдуқ.
7 У Өз қадирлиғи билән әбәт һөкүмранлиқ қилиду.
Униң көзлири хәлиқләргә қадалған.
Исиянкарлар, буни әстә тутуп,
Униңға қарши чиқмаңлар! (Селаһ)
8 Хәлиқләр, Рәббимизни махтаңлар,
Униңға мәдһийә аңлансун!
9 У бизгә һаят беғишлиди вә аяқлиримизниң
Путликашаң болушиға йол қоймиди.
10 Худайимиз, Сән бизни синидиң, күмүчни
Тазилиғандәк, бизни еритип, паклидиң.
11 Сән бизни торға туттуң,
Гәдинимизгә еғир жүк бастиң.
12 Бизни инсан боюнтуруғиға бериветип, от вә
Судин өттуқ. Лекин ахирида Сән бизни
Салқин йәргә ачиқтиң.
13 Мән өйүмгә көйдүрмәм билән киримән,
Саңа бәргән қәсәмлиримни орунлаймән,
14 Уларни мениң еғизлирим ейтқанди,
Тарчилиғимда тилим вәдә қилғанди.
15 Мән Саңа көйдүрмигә семиз җаниварларни
Әәкелимән, Саңа көйдүрүливатқан қойларниң
Ис-пуриғи көтирилсун. Қурбанлиқ үчүн буқилар
Билән текиләрни беримән. (Селаһ)
16 Келиңлар, Худадин қорққанлар, тиңшаңлар,
Мән силәргә Униң маңа қилғинини
Тәпсилий ейтип берәй.
17 Мән Униңға мураҗиәт қилдим
Вә еғизимда Уни шәрәплидим.
18 Әгәр мән жүригимдә яманлиқ ойлиған болсам,
Һәргиз Йәһва мени аңлимиған болатти.
19 Амма Худайим мени аңлиди,
Илтиҗамға қулақ салди.
20 Дуайимни рәт қилмиған Худа мубарәкләнсун,
У мени вапа сөйүмидин мәһрум қилмиди!