Зәбур 67:1—7
Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларда орунлиниду. Нахша.
67 Худайимиз! Бизгә рәһимлик болуп,
Илтипат көрсәткинә. Йүзүң алдида
Муқәддәслигинә. (Селаһ)
2 Шуниң билән йәрдә Сениң йолуң намайән болғай,
Барлиқ хәлиқләрдә ниҗатиң.
3 Халайиқ Сени, Тәңримиз, мәдһийилисун,
Бар хәлиқләр Сени лайиқ шәрәплисун!
4 Қәбилиләр шатлинип, тәнтәнә қилсун, чүнки
Сән хәлиқләрни адил сотлап,
Уларға дурус йолни көрситисән. (Селаһ)
5 Хәлиқләр Сени махтисун, Худа,
Барчә халайиқ апирин әйлисун!
6 Йәр өз үнүмини бәрди.
Тәңри Рәббимиз бизни қоллисун.
7 Пәрвәрдигаримиз бизгә илтипат көрсәтсун,
Униң алдида пүткүл адәмзат әтийәт қилсун!