Зәбур 68:1—35
Хор башчисиға. Давут пәйғәмбәрниң күйи.
68 Худайимиз көтирилсун, Униң дүшмәнлири
Тарап кәтсун. Уни өч көргәнләр йүзидин қачсун.
2 У уларни, шамал ис-түтүнни таритивәткәндәк,
Таритивәтти. Мом оттин ериғандәк, рәзилләр
Худаниң алдида һалак болди.
3 Салиһлар Тәңриниң алдида хошал болушуп,
Сәкрәп кетиду. Хурсәнлигидин тәнтәнә қазиниду.
4 Худаға жуқури аһаңда күйләңлар, Униң исмиға саз
Тартиңлар. Чөлдә келиватқанниң алдида
Йолни түзләңлар. Униң исми Йәһдур!
Униң алдида нәғмә челиңлар.
5 У житимларниң Атиси вә тул аялларниң
Һимайичиси, Худа Өзиниң муқәддәс маканида.
6 У ялғузларға аилә бериду, мәһбусларни азатлап,
Кәң йәргә чиқириду, тәтүр кишиләр болса,
Көйүп кәткән ярамсиз җайларда яшайду.
7 Илаһимиз! Сән хәлқиңниң алдида жүргәндә
Вә уни җәзиридә йетәкләп маңғанда, (Селаһ)
8 Йәр титрәп, асман Худаниң йүзидин ерип кәтти.
Синай болса, Исраил Рәбби алдида
Тәвринип кәтти.
9 Сән, Тәңримиз, бизгә яхшилиқ ямғуриңни
Мол төктиң, Сән мирасиңға күч берип,
Уни қувәтлидиң.
10 Хәлқиң падидәк шу йәрдә яшиди.
Меһирлигиңдин Сән униңға озуқ бәрдиң.
11 Йәһва сөз бәрмәктә: хуш хәвәрни җақалиғучи
Аяллар бүйүк көпчиликтур.
12 Әскәр шаһлири жүгрәп қачмақта өйдә олтарған
Аял болса, олҗини бөлүватиду.
13 Чәклириңларда хатирҗәм болуп, силәр кәптәргә
Охшайсиләр. Униң қанатлири күмүчтин
Вә пәйлири алтундин.
14 Һәммигә Қадир ушбу йәрдә шаһларни
Тенитивәткәндә, У Селмондики қардәк пақиратти.
15 Башан теғи — Худаниң теғи.
У дөңләрдин ибарәт тағдур.
16 Дөңлүк тағлар, немишкә силәр һәсәт билән
Қарайсиләр? Мана, бу тағ Худа Өзиниң макани
Қилған тағдур вә Йәһва униңда мәңгүгә яшайду!
17 Тәңриниң җәң һарвулири миңлап, түмән-түмән
Һарвулар. Уларниң арисида Йәһва,
У Синайдин ибадәтханисиға кәлди.
18 Сән әршкә көтирилип, мәһбусларни әкәттиң,
Адәмләрни һәдийә қилип, һәтта Саңа
Етиразлиқларниму, уларниң арисида яшаш үчүн,
Сән, Йәһ Худайим, елип кәттиң!
19 Һәр күни жүкимизни көтирип бериватқан
Йәһвани мубарәкләңлар!
Бизни еғирлаштурғанлардин һәқ
Худа бизни қутқузмақта. (Селаһ)
20 Һәқиқий Худа — У бизни қутулдуруватқан
Худадур. Илаһ Йәһваниң һакимийитидә
Өлүм дәрвазилири беқиндидә!
21 Пәрвәрдигар қаршиларниң бешини яриду,
Беқанунлиқта қағҗириғанларниң
Алвасти башлирини.
22 Йәһва шундақ ейтти: «Уларни Башандин
Әкелимән, деңиз чоңқуридин чиқиримән,
23 Сән айиғиңни дүшмәнлириңниң қениға патуруш
Вә иштлириң Уни ялиши үчүндур».
24 Инсанлар Сениң, Тәңрим, меңишиңни көриду
Вә Падишайим Илаһниң хасийәтлик
Жүрүшини һәм байқайду.
25 Алдида нахшичилар, андин сазчилар әсваплири
Билән маңиду. Улар арисида дапларни чалған
Иппәтлик қизлар жүриду.
26 Чоң жиғинда Худани хуштар мәдһийиләңлар,
Силәр, кимгә Йәһва, Исраилниң Мәнбәси,
Һаятлиқ соға қилди!
27 Әң кичиги Бениамин кишиләрни беқиндуриватиду.
Йәһуданиң бәглири есил кийимләрдә һәқ арисида.
Зәбулунниң һәм Нәпталимниң бәгзатлири
Зор топ билән.
28 Тәңриң саңа күч бәрмәктә. Худайим, авалқидәк
Биз үчүн қудритиңни намайән қилғина!
29 Падишалар Саңа һәдийәлирини ихлас тәғдим
Қилиду, Сениң ибадәтханаңда, Йерусалимда.
30 Қомучлуқта яшайдиған һайванни течландурғина,
Хәлиқләрниң йоған өкүзлири билән буқилирини.
Улар Саңа бурулуп, күмүчләрни әкәлсун, чүнки
Сән Өзәң җәңгивар хәлиқни чечиветисән.
31 Мисирдин әлчиләр келиду,
Ефиопия қолини Худаға созиду.
32 Йәр шаһлиқлири, Рәббкә апирин беғишлаңлар,
Йәһвани нәғмидә махтаңлар! (Селаһ)
33 У қедимий асманлар асминида олтириду, мана,
У қудрәтлик авазини яңритиватиду.
34 Яратқучиға шан-шөһрәт беғишлаңлар,
Униң улуқлиғини пүтүнләй етирап қилиңлар!
Униң қудрити Исраил үстидә.
35 Худайимиз, Сән Өз муқәддәс әрш-җайиңда
Әҗайиптур! Исраилниң Рәбби күчини вә
Қувитини Өз хәлқигә бериду,
Егимизни мәдһийиләңлар!